Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет36/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   32   33   34   35   36   37   38   39   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

түрк (di
, қəдимий тəлəппузи 
tiek
) дегəн нам билəн 
тилға елиниду
4
. Әйнə шу узақ өтмүшдə Мəркизий Асия (Түркистан)
дин көчуп келип, 
түрк
дəп аталғанларниң йəниму шəриқə берип 
яшиғанлириниң əвладини Маһмут Қашқəрий түркий хəлиқлəргə мəн
-
сүп болған 
табғачлар
дəп тилға алған. Улар шəриққə көчүш җəрияни
-
да, Хитайниң шималидики моңғул ирқлиқ, Хэтав мəдəнийити адəм
-
лири билəн арилишип, уларниң моңғул ирқиға хас хусусийəтлəрни вə 
1
Маһмут Қəшқəрийдə “Чин” дəп, ғəриптə Памир, Тəңритағлиридин 
башлинип, шəриқтə Хуаңхэ дəрия бойлап, та Японияғичə болған түркий хə
-
лиқлəр (хитай əдəбиятида дилəр) макан тутқан земин ейтилиду [Абдухолиқ 
Абдурасул ўғли. Чин ва Мочин. Тошкент, 2006].
2
Оттура-Чин дəп Маһмут Қəшқəрийдə Юқури-Чин билəн Төвəн-Чинниң 
оттурисидики, Дуңхуаң шəһридин Пекин шəһригичə болған арилиқ ейтилиду 
[Чин ва Мочингə қараң].
3
Маһмут Қəшқəрий. Түркий тиллар дивани, I жилд, Урумчи, 1981. – Б.592.
4
Аблат Ходҗаев. Из истории древних тюрков (сведения древнекитайских 
источников). Алматы, 2011. – С.25-39.


108
тилини өзлəштириду. Нəтиҗидə, уларниң тил нутуқлири ғəриптики 
қериндашлиридин мəлум дəриҗидə пəриқлинип қалиду. Хитай мəн
-
бəлиридə шəриққə көчкəн түрклəр шималда болғанлиғи үчүн 
«Ши-
малий-түркләр» («Bei-di»)
дəп атилип, уларниң қедимда қəйəрдə 
яшиғанлиғи һəққидə ениқ мəлумат сақланған. 
«Тарихий хатирилəр»дə тəхминəн Неолит дəвриниң ахири (Ми
-
лад.авв. 3-2,5 миң. жиллири), Шүн
1
император Яодин
2
«Шималдики 
түркләр (bei-di)
ға тəсир өткүзүш үчүн Гуң Гүңни Йоулиңға
3
сүргүн 
қилишни»
4
сориғанлиғи ейтилиду. 
Шималий-түркләр
яшиған Йоу
-
лиң дегəн җай, һазирқи Хэбей өлкисиниң шимали, Пекин шəһириниң 
əтрапи вə униң шималий шəрқидики Ляониң өлкиси (һазирқи Манҗу
-
рийəниң җəнүбий) даирисини өз ичигə алиду. Улар, 
түрк-атлиқлири 
(
di-rong
狄戎
– қедимий тəлəппузи 
tiek-rivem
) қəвмиға мəнсүп болуп, 
тағлик-атлиқлар
(
shan-rong
山戎
– қедимий тəлəппузи 
săn-rivem
) дəп 
намалған һунларниң əҗдатлири дəп көрситилиду
5
.
Милад.авв. VII-V əсирлəрдə 
шималий-түркләрниң
җəнубида яша
-
ватқан бир қисми шəриққə йөткүлүп, һазирқи ХХР (Хитай Хəлиқ ре
-
спубликиси)ниң шəрқий-шимали (Дуңбей)дики Лиаохэ дəриясиниң 
баш еқимиға келип җайлашқан
6
. Дуңбей кейинки дəвирлəрдə Манҗу
-
1
Шүн (Shun – тəхминəн милад.əвв. 2255-2205 ж.) қедимқи ривайəтлəрди
-
ки бəш ақсақалниң (императорниң) бири һесаплиниду. У биринчи император 
Хуаңди (Huang di)дин 9 əвлат кейин һөкүмранлиқ қилғанлиғи ривайəт етили
-
ду. Шəрқтə яшиғанлиғи түпəйли болса керəк «шəрқий-йилардин» (шəриқди
-
ки бəдəвийлəрдин) дəп ейтилиду [Фан-Винлан. Җуңго умумий тарихи. Урум
-
чи. 1988, 1 китап. – Б.25]. 
2
Яо (Yao – тахминəн милад.əвв. 4000-21№00 ж.) Хуангдидин 5 əвлат кейин 
һөкүмранлиқ қилған, төртинчи император [Ғəйрəт Усман. Уйғурлар шəриқтə 
вə ғариптə. Урумчи, 2002. – Б. 29-30].
3
Йоулиң (You ling
幽陵
– йəнə бир намлиниши You zhou
幽州
), һазирқи 
Хэбей өлкисиниң шималий, Ляониң өлкиси даирисидики қедимқи-түрклəр 
(дилəр) истиқамəт қилған 12 аймақниң бири болған [Сима Чйəн. Тарихий ха
-
тирилəр. Урумчи. – Б.26] 
4
Сима Чйəн. Тарихий хатирилəр. Урумчи. – Б.19-20.
5
Тағлиқ-атлиқлар (shan-rong
山戎
– тағлиқ-ривемлар) этнонимдики шан 
(

) иеороглифи тағни билдүрсə, ривем (rong

қедимқи оқулиши «rivem») 
иеороглифи, атлиқлар дегəн мəнада келиду. Мəзкүр этноним, ғəрбий-түрк (
西

)ларға ниспəтəн ишлитилған. Улар атлиқ чарвичи түрклəр болғанлиғидин 
«атлиқ түриклəр» дəп, тағлиқ җайларда яшиғанлиғи үчүн «тағлиқ-атлиқлар» 
дəп ейтилиду. Таң (Tang

), Таң Йао (Tang Yao
唐尧
- милад.əвв. 2357-2255) 
дəвридин кейин улар «Һун» дəп намланған. Милад.əвв. IV əсирдə «һун» итти
-
пақиниң тəркивигə сиңишип кəткəндин кейин тилға елинмайду [Сима Чйəн. 
Тарихий хатирилəр. Урумчи. – Б.30, 391].
6
Бəн Гу, Хəннамə. Урумчи,1994. – Б.308.


109
рийə дəп аталған өлкə болуп, Маһмут Қəшқирий бу йəрни 


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   32   33   34   35   36   37   38   39   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет