254
РАЗДЕЛ II
Мунәвәр Юнусова,
/Алмута ш., Қазақстан Республикиси/
УЙҒУР ӘДӘБИЙ ТИЛИ ТӘЛӘППУЗ НОРМИЛИРИНИҢ
ШӘКИЛЛИНИШИДИКИ Ғ.СӘДВАҚАСОВНИҢ РОЛИ
Уйғур əдəбий тилиниң бүгүнки күнгə қəдəр баштин кəчүргəн узақ
тарихи умумий хəлиқ тилиниң тəлəппуз нормиси тилшунаслиқ илми
-
да өз алдиға алаһидə сөз қилишқа əрзийдиған мурəккəп вə чоң саһа
-
лардин бири.
Уйғур тилиниң, қисмəн, униң йезиғи вə тəлəппузини үгиниш мə
-
силиси бойичə дəслəп рус алимлири − мəшһүр түркийшунаслар А.
Казембек, Н. Ильминский, В. Радлов, Н. Катанов, С.Е. Малов, Н. Пан
-
тусовлар иш елип барған.
XIX вə XX əсирлəр давамида уйғур тили билəн чəт əл алимлири
-
му шуғулланған. Лекин чəт əл алимлириниң бу саһадики паалийити
асасəн йезиқ тили əтрапида чəклəнгəн. Шуңлашқа җанлиқ тил акт
-
лирини тəкшүрүштə жуқурида нами зикир қилинған рус алимлири
башламчилиқ роль егилиди десəк, хаталашмиған болимиз.
Мəзкүр алимларниң уйғур тили вə униң тəлəппузиға қарита йезип
қалдурған əмгəклири уйғур тилини, шу жүмлидин униң фонетикилиқ
алаһидиликлирини илмий асаста пухта үгиништə бирдин-бир баһа
-
лиқ мəнбəлəрдур.
Һазирқи заман уйғур əдəбий тили фонетикисиниң тил-йезиқ
вə тəлəппузиға аит айрим мəсилилəргə беғишланған пешқəдəм
уйғуршунаслар А.Т. Қайдаров, Ғ.С. Сəдвақасов, Т.Т. Талипов, И.
Трофимов, Л.А. Аганиналарниң əмгəклирини атап өтүшкə əрзийду.
Улардин ташқири, биздə вə Шəрқий, Түркстанда имла вə тəлəппуз
мəсилилиригə аит бир түркүм материаллар пəсиллик нəширлəр
сəһипилиридə йоруқ көргəн еди. ШУАР алимлири Мирсултан Османов,
Хəмит Төмүр, Аминə Ғаппар вə башқилар миллəтниң муһим бəлгүси,
ижтимаий алақə қурали болған тилни йезиқ вə тəлəппуз җəһəттин
қелиплаштуруш йолида мəсъулийəтлик əмгəк қилғанлиғи мəлум.
Фонетика мəсилилири алаһидə сөз болидиған əмгəклəр ичидин бү
-
255
гүн Қазақстан Уйғуршунаслиғиниң атиси болған көрнəклик алим, ус
-
тазимиз Ғоҗахмəт Сəдвақасовниң əмгəклири алаһидə орун егилəйду.
Ғоҗахмəт Сəдвақасов уйғур шевилирини үгинишкə бағлиқ барлиқ
уйғурчə тəлəппузниң айрим мəсилилиригə мураҗиəт қилип, бу саһа
бойичə баһалиқ əмгəклəрни яратти.
Өз дəвридə тарқақ уйғур шевилири вəкиллири тəлəппузидики фо
-
нетикилиқ алаһидиликлəрдин қəтъий нəзəр, уларни бир пүтүн əдəбий
тил əтрапиға топлашта алимниң баһалиқ пикирлири чоң илмий, зор
əмəлий вə муһим сəясий əһмийəткə егə еди.
Алим уйғур шевилирини үгинишкə бағлиқ уйғурчə тəлəппузниң ай
-
рим мəсилилиригə мураҗиəт қилип, бу саһа бойичə баһалиқ əмгəклəр
-
ни яратти. Җүмлидин, алимниң Пəрғанə вадиси уйғурлириниң тили.
1- қисмида фонетика очерклири, текстлар вə луғəт. 2-қисмида лекси
-
ка, морфология вə тил интерференцияси намлиқ əмгəклиридə Пəрғанə
вадисидики уйғурларниң тилини изчиллиқ билəн үгиниш нəтиҗисидə
уйғур тилиниң тавуш түзүминиң, айрим тавушларниң қоллиниш алаһи
-
диликлирини, уйғур шевисиниң фонетикилиқ, лексикилиқ, морфологи
-
ялик өзгичиликлири тоғрисида бебаһа қиммəт пикирлəрни ейтти.
Бу һəқтə сөз болғанда, тил тəрəққиятиниң бүгүнки бүйүк дəриҗи
-
си нуқтисидин елип қариғанда, алимниң умумиға ортақ бир пүтүн уй
-
ғур əдəбий тилиниң кəлгүси тəрəққият басқучлирини тоғра чүшинип,
уни дурус баһалишини алаһидə тəкитлимəкчимəн.
Алим уйғур фонетикиси вə фонологияси мəсилилири бойичə
əмгəклиридə кəң созуқ тавушларниң солғунлиниши, əкси тəсират қа
-
нуни, «р» сонор тавушиниң чүшүп қелиши, «в» сирлаңғу үзүк таву
-
шиниң алаһидилиги қатарлиқ фактларни чоңқур үгиниш нəтиҗисидə
йезилған мақалилири зор əһмийəткə егə.
Ғ. Садвақасовниң пикричə, уйғур тилидики сонор тавушларниң
гармониясигə қариғанда, үзүк тавушлар ассимиляцияси системилиқ
характерға егə.
Алимниң «О некоторых свойствах сонорного р в современном
уйгурском языке» əмгигидə тикитлигəндəк, уйғур тили вə униң
диалектлирида /р/ тавуши асасəн төвəндики үзүк тавушлар билəн
кəлгəндə ейтилмай чүшүп қалиду:
-рт- ба:ди- барди, дə:дини- дəрдини, а:тилмақ –артилмақ в.б.
-рк-,- рг: кө:гили- көргили, көйдү:гили- көйдүргили в.б.
-рқ-, -рғ-, қо:қмақ- қорқмақ, қа:ға- қарға, а:қида- арқида в.б.
-рм-, -рй- , а: мут- армут, ка:най- карнай, ба:май- бармай в.б.
256
-рс-, -рз- а:слан- арслан, ə:зəн-əрзəн, ба:саң - барсаң в.б.
-рп, а:па - арпа, кө:пə- көрпə в.б.
Уйғур тилини үгинип тəтқиқ қилған алимлар В. Радлов, С.Е. Ма
-
лов, И. Трофимов, Л.А. Аганиналарниң пикричə, р тавушиниң тəлəп
-
пузда чүшүп қелиши көпинчə грамматикилиқ шəкиллəрдə, болупму
көплүк қошумчисида йүз бериду, дəп тəкитлигəн.
Көплүк аффиксиниң чүшүп қалған түри уйғур тилидикигə охшаш
айрим түркий тиллардиму учришиду. Мəсилəн, авғанстан өзбəклири
-
ниң сарипул шевисидə бəзи бир пеил формилириниң көплүк қошум
-
чисида р тавуши чүширилип ейтилидиғанлиғи байқилиду- уқтүнлə/
читают, бошлайдилə / начинают, қарачай-балқар тилида – барыдыла /
они идут, тонла- шубы, баргыала / уходящие.
Ғ.Сəдвақасов өз əмгəклиридə тəкитлигəндəк, тəлəппузда р таву
-
шиниң чүшүп қелиши айрим түркий тилларда байқалғини билəн, бу
һадисə уйғур тилиниң һəммə шевилиригə дегидəк хас фонетикилиқ
һадисилəрниң биридур.
Мошу күнгичə икки əлдə яшап кəлгəн уйғур хəлқиниң, йəни
Шəрқий Түркистанда қедимидин истиқамəт қилған уйғур хəлқи тəх
-
минəн, 9-10 əсирдин бери əрəпчə йезиқтин пайдиланған болса, Қа
-
зақстанда яшаватқан уйғурлар кирилл йезиғини қоллинип, аталғу
-
ларни қоллиниш принциплириниң һəр хил йөнилиштə йүз бериши,
қисмəн тəлəппуз нормилириниң һəр хил принциплар асасида йүзли
-
нишигə сəвəпчи болғанлиғи мəлүм.
Имла вə тəлəппуз, шуниңдəк чəттин сөз қобул қилиштики бу хил
пəриқлəрни, икки дөлəт тəркивидə истиқамəт қиливатқан бир пүтүн уй
-
ғур хəлқиниң умумиға ортақ əдəбий тилиниң йезиқ вə тəлəппуз норми
-
лирини мəлум бир принцип асасида раван тəрəққий қилип, тəккəммул
-
линишини илмий асаста қолға кəлтүрүш йолида Ғожəхмəт Сəдвақасов
-
ниң алимларниң пешиваси сүпитидə, рəһбəр сүпитидə орнатқан достлуқ
риштилири йоруқ юлтуздəк йенип, өчсиму, устазимизниң қилған ишли
-
ри бебаһа болуп, биз шагиртлириғиму йол көрситип, нəмүнə болған еди.
Биз избасарлар, қедимий тилимизни һəртəрəплимə үгинип,
өзлəштүрүп, сөз вə униң түрлүк бай ибарилирини мол пайдилинип,
əдəбий тил нормилириға мас рəвиштə йезип, тилниң тəлəппуз қаидили
-
рини билип вə тил əмəлиятида җиддий риайə қилиш һəр бир мəдəний
-
əтлик, саватлиқ кишиниң борчи болса, униңға варислиқ қилалаймиз.
Демəк, тилшунас алимниң арманлириниң рояпқа чиқишиға өз үлү
-
шимизни қошалаймиз.
|