Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет84/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   80   81   82   83   84   85   86   87   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

257
Руслан Арзиев, 
/Алмута ш., Қазақстан Республикиси/
ҚЕДИМИЙ УЙҒУР ЯЗМА МӘДӘНИЙИТИ
Йезиқ инсанийəт яратқан əң бүйүк кəшпиятларниң бири. Тарих
-
тин мəлумки, уйғурлар өз өтмүшидə көплигəн йезиқларни қолланған. 
Қурбан Вəлиниң һесави бойичə қедимий дəвирлəрдə уйғурлар ишлəт
-
кəн йезиқларниң умумий сани- 26
1
. Буларниң ичидə əң кəң ишлитил
-
гəнлири қедимий түрк вə уйғур йезиқлиридур.
Қедимий түрк йезиғи (түрк руна йезиғи, Орхон-Енисей йезиғи
көктүрк йезиғи дəпму атилиду) бизниң эрамиздин илгəрки 5-əсирдə 
пəйда болуп
2
, та бизниң эрамизниң 11-əсирлиригичə ишлитилгəн. Бу 
йезиқтики ядикарлиқлар 18-əсирниң башлиридин башлап Европа ил
-
миға мəлум болушқа башлиди. Амма қедимий түрк йезиғини һеч бир 
алим оқалмиди. Көплигəн Европа алимлири мəзкүр ядикарлиқларни 
оқуш үчүн хелə күч чиқарған болсиму, нəтиҗə болмиди. 20-əсирниң 
ахирлирида даниялик алим В. Томсен билəн россиялик алим В.В. 
Радлов қедимий түрк йезиғини оқуш үчүн жиддий киришиду.Узун 
жиллиқ җапалиқ əмгəк нəтиҗисидə икки йүз жилға йеқин вақит да
-
вамида ачқучи тепилмиған бу йезиқни дəслəпки болуп оқуш бəхти
-
гə В.Томсен муйəссəр болиду. У өзиниң улуқ йеңилиғини 1893-жили 
15-декабрьда Дания Пəнлəр академиясидə оқуған докладида баян қи
-
лиду. Дунияниң илим əһли буниң əһмийитини Шампольонниң қеди
-
мий египет йезиғини оқуғанлиғи билəн селиштуриду. Қедимий түрк 
йезиғини оқушқа йеқинлишип қалған В.В. Радлов болса, В. Томсен
-
ниң йеңилиғини пайдилинип, 1894-жили 19-январьда Көл Тегин мəң
-
гү тешиниң мəтинини толуқ оқуп, тəрҗимə қилиду.
1896-жили В. Томсен қедимий түрк йезиғиниң һəриплириниң йе
-
зилиш вə оқулуш алаһидиликлирини, келип чиқишини һəм Орхон 
ядикарлиқлириниң транслитерациясини, русчə тəрҗимисини өз ичи
-
гə алған əмгигини нəшир қилиду. Бу əмгигидə алим қедимий түрк 
1
Қурбан Вəли. Бизниң тарихий йезиқлиримиз.- Үрүмчи, 1986.
2
Аманжолов А. История и теория древнетюркского письма.-Алматы, 2003.


258
йезиғиниң кимлəр тəрипидин иҗат қилинғанлиғи тоғрисидики мəси
-
лигиму тохтилип, мундақ язиду: «Иккинчи тəрəптин тəбиий рəвиштə 
шуму һəм мүмкиндурки, йезиқ (қедимий түрк йезиғи - Р.А.) дəслəп 
шу дəвирлəрдики түрклəрдə (туқюларда) əмəс,- хитай мəнбəлириму 
буни растлайду,- башқа бир түркий хəлиқтə, бүйүк бир еһтимал билəн 
уйғурларда мəйданға келип, кейин түрклəргə өткəн болуши мүмкин»
1
.
Бу йезиқта Уйғур – Орхон дөлитигə аит Баянчор, Терх, Тес, Қара
-
балғасун, Сəврəй мəңгү ташлири, «Ирқ битиг», елипбə, диний мəз
-
мундики мəтинлəр, азирақ миқдарда салам хəтлəр, əдлийə һөжжəт
-
лири, мақал-тəмсиллəр, минерал ташларниң тилсим хусусийəтлири 
охшаш ядикарлиқлар йезилған.
Дунияға «уйғур йезиғи» нами билəн мəшһур болған йезиқ болса, 
бизниң эрамизниң дəслəпки əсирлиридə пəйда болған. У узақ жиллар 
давамида қедимий түрк йезиғи билəн параллель ишлитилгəн. Мəзкүр 
йезиқта йезилған əң дəслəпки ядикарлиқлар бизниң эрамизниң 5-əси
-
ригə аит
2
. Моңғул дəвригичə бу йезиқ уйғурлар вə башқа түркий тил
-
лиқ хəлиқлəр тəрипидин ишлитилгəн. Шуңлашқа уйғур йезиғи М. 
Қəшқəрий китавида «түркий йезиқ» дəп аталған. Алимниң йезишичə: 
«Қəдимдин бери Қəшқəрдин йуқури Чинғичə болған һəммə түрк юрт
-
лирида барчə хақанлар билəн султанларниң ярлиқ вə хəт-алақилири 
əнə шу йезиқта йезилип кəлгəн»
3
. Һазир Германия ( Бу йəрдə 8 миң 
парчə уйғур йезиғидики ядикарлиқлар сақланмақта), Россия (4228 
парчə), Япония (978 парчə), Англия, Франция, Хитай ( бу үч дөлəт
-
тики ядикарлиқларниң сани техи ениқ əмəс) охшаш дөлəтлəрдə сақ
-
линиватқан қедимий уйғур тилида һəм уйғур йезиғида йезилған яди
-
карлиқлар асасəн Уйғур - Идиқут (850- 1335 жж.) вə Уйғур - Кəңсу 
(870-1035 жж.) дөлəтлиридə мəйданға кəлгəн. Мəзкүр ядикарлиқлар 
сан җəһəттин көп болуши билəн биллə мəзмун җəһəттинму һəр хил. 
Һазирғичə үгинилип, нəшир қилинған ядикарлиқларни мəзмуниға 
бағлиқ төвəндикичə бөлүшкə болиду:


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   80   81   82   83   84   85   86   87   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет