Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет87/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   83   84   85   86   87   88   89   90   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

264
Рәхмәтҗан Йүсүпов
/Алмута ш., Қазақстан Республикиси/
УЙҒУР ӘДӘБИЯТШУНАСЛИҒИНИҢ МУҺИМ 
МӘСИЛИЛИРИ
Мошу жилниң 3-май күни Алмута шəһиридики Философия вə 
сəясəтшунаслиқ институтиниң мəҗлис залида өткəн «Қазақстан вə 
Мəркизий Азиядики уйғуршунаслиқ: муһим мəсилилири вə бүгүнки 
утуқлири» мавзусидики хəлиқара илмий əнжумəни Қазақстан уйғур
-
лириниң тарихидики муһим сəһипилəрниң бири болуп һесаплиниду. 
Мəзкүр əнжумəн Билим вə пəн министрлиги Пəн комитети Р. Б. Сүлей
-
менов намидики Шəриқшунаслиқ институтиниң Қазақстан уйғурлири
-
ниң җумһурийəтлик этномəдəнийəт мəркизи вə «Қазақстан уйғурли
-
риниң җумһурийəтлик етномəдəнийəт мəркизи» җəмийəтлик бирлəш
-
мисиниң Алмута шəһəрлик шөбиси билəн бирлигидə уюштурулди. У 
Қазақстан Миллий пəнлəр академиясиниң һəқиқий əзаси, профессор 
Ғоҗəхмəт Сəдвақасовниң 90-жиллиғиға вə Қазақстан уйғуршунаслиғи
-
ниң 70-жиллиғиға беғишланди. Шуни алаһидə тəкитлəш керəкки, тəш
-
килий һəййəт тəрипидин мəзкүр əнжумəнгə сирттин қатнишиш мəси
-
лиси һəл қилинғачқа, униңға Қирғизстан, Өзбəкстан, Түркийə, Россия, 
АҚШ ниңму бир қатар көзгə көрүнгəн алимлири вə тəтқиқатчилириниң 
қатнишишиға мүмкинчилик яритилған еди. Әнжумəндə сөз чиққан вə 
докладлар қилған алимлар болупму Ғоҗəхмəт Сəдвақасовниң уйғур
-
шунаслиқ пəнигə қошқан төһписини жуқури баһалап, бу саһада та бү
-
гүнки күнгичə қолға кəлтүрүлүватқан утуқларниң көпинчə əйнə шуниң 
исми билəн чəмбəрчас бағланғанлиғини алаһидə тəкитлиди.
Мəзкүр əнжумəндə муһакимə қилинған уйғуршунаслиқ саһалири 
ичидə əдəбиятшунаслиқ тəтқиқатлириму алаһидə орунни егилиди, 
чүнки бу йөнилиштиму тилға аларлиқ нəтиҗилəр қолға кəлтүрүлгəн 
еди. Мəлумки, Қазақстан уйғур əдəбияти уйғурларниң тарихий вəти
-
ни, йəни һазирқи Шинжаң-Уйғур автоном районида əсирлəр бойи 
өзиниң бар мүмкинчиликлири билəн риваҗлинип кəлгəн қедимий вə 
классикилиқ уйғур əдəбиятиниң мирасхоридур. Тəтқиқатчиларниң 
бир əсирлик тарихқа егə бу əдəбиятниң асасиниң өткəн əсирниң бе
-
шидин, болупму 20–30-жиллардин, йəни Йəттису тəвəсидə орниған 
кеңəш һакимийити дəвридин башлинидиғанлиғини көрсəткəнлиги 


265
мəлум. Сəвəви кеңəш идеяси көпмиллəтлик хəлиқлəр əдəбиятидин 
һаятқа башқичə көзқарашта болушни, биринчидин, социализмни 
мəдһийилəшни, илгири өткəн əдəбияттин тамамəн башқичə кəйпият
-
та риваҗлинишни тəлəп қилған еди. Шулар қатарида уйғур əдəбияти 
вəкиллириму бу тəлəплəрни нəзəрдə тутқан һалда, иҗадийəт билəн 
шуғулланса, əдəбиятшунас тəтқиқатчилар шу əдəбиятниң тəрəққият 
йоллирини, йөнилишлирини, алаһидиликлирини бəлгүлиди вə заман 
тəливигə мувапиқ баһасини бəрди.
ХIХ əсирниң аяқлирида Шəрқий Түркстанда хитай мустəмлики
-
сигə қарши көтирилгəн миллий-азатлиқ һəрикити, шу йəрдики уйғур 
əдəбиятиниң мəзмуниға вə униң вəкиллириниң аң-сезимигə орнап 
қалған мустəқиллик, əркинлик идеялири кеңəш дəвриниң дəслəпки 
қəдəмлиридə техи өчүп, унтулуп үлгəрмигəн еди. Бирақ кеңəш сəяси
-
тиниң қаттиқ қисимидин улар бу мəхситидин толуқ болмисиму, амма 
қисмəн чекинишкə, өз əсəрлириниң идеявий мəзмунини өзгəртишкə, 
һəтта бу əлни ташлап, яқа юртларға чиқип кетишкə мəҗбур болди. 
Шундақтиму уйғур əдəбияти өтмүш əдəбиятиниң бəзи адəт-қаидили
-
ригə беқинған һалда, шундақла башқиму қериндаш хəлиқлəр əдəбия
-
тиниң əң алдинқи қатарлиқ үлгилирини, əнъəнилирини қобул қилған 
һалда, гүллинишкə башлиди. Мана буниң барлиғи кейинирəк əдəби
-
ятшунаслиқ пəниниң тəкшүрүш объектиға айланди.
Уйғур əдəбиятшунаслиқ пəниниң дəслəпки мевилири өткəн 
əсирниң 20–30-жиллири пəйда болған болсиму, у пəқəт 60-жиллар
-
дин тартип алаһидə пəн сүпитидə раваҗлинишқа башлиди. Әдəбият 
тəрəққиятиниң дəвирлири вə йөнилишлири, униң мавзулуқ вə жан
-
рлиқ алаһидиликлирини ениқлаш вəзиписи илмий-тəтқиқат орунли
-
риниң, шəхсий тəтқиқатчиларниң зиммисигə чүшти. Униң дəслəпки 
қəдəмлиридə Абдулла Розибақиев, Нур Исрайилов, Қадир Һасанов, 
Абдулһəй Муһəммəдий, Низам Мəваев, Летип Әнсəри вə башқилар 
алаһидə көзгə чүшти. Уйғур əдəбияти бойичə тəтқиқат ишлириниң 
җанлинишиға уйғур хəлқиниң мунəввəр пəрəзəнди, дөлəт вə җə
-
мийəт əрбаби Абдулла Розибақиевниң тəшəббуси билəн 1918-жили 
ечилған «Уйғур клуби», шуниң билəн биллə «Инқилавий уйғур җə
-
мийити», «Алтишəһəр ишчилириниң союзи», «Алтишəр-Жуңғария 
меһнəткəшлириниң инқилавий Уйғур союзи» қатарлиқ тəшкилатлар, 
1921-жили ишлəшкə башлиған Кəмбəғəллəр авази», 1924-жили йоруқ 
көргəн «Биринчи қəдəм» əдəбий вə иҗтимаий-сəясий журнили, шун
-
дақла «Қутулуш», «Қизил таң», «Қизил оқучи», «Яш уйғур» охшаш 
гезит-журналлар асас болди. Буниң нəтиҗисидə уйғур язғучилири 


266
тəтқиқатчилар билəн бирлишип, уйғур əдəбиятиниң шу вақиттики 
муһим мəсилилирини һəл қилиш, йоруқ көрүватқан əсəрлəр һəққидə 
өз пикирлирини оттуриға қоюш мүмкинчилигигə егə болди. 
Уйғур əдəбиятшунаслиғиниң вəзипилирини бəлгүлəштə А, Рози
-
бақиев көп күч сəрип қилди. Мəсилəн, «Кəмбəғəллəр авази» гезитидə 
бесилған «Бурадəр Сабиржанниң тəнқитигə җавап» намлиқ мақали
-
сида у мундақ дəп язиду: «Яш уйғур əдəбияти вə язғучилири асасəн 
дурус, сəмимий тəнқиткə муһтаҗ, мəтбуатимизда əдəбий тəнқиткə 
кəң орун бериш лазим. Буниңдин кейин бесилидиған əсəрлəрниң 
саниға қариғанда, уларниң сапасиға артуғирақ көңүл бөлүш керəк» 
(Kəмбəғəллəр авази, 1926). А. Розибақиев əдəбиятшунаслиқ илими
-
ниң аҗралмас қисими болған əдəбий тəнқит арқилиқ уйғур əдəбия
-
тиниң бəдиийлигини күчəйтиш, тилини бейитиш, униң қазақ, татар, 
қирғиз, өзбəк охшаш қериндаш хəлиқлəр əдəбиятлири қатаридин өзи
-
гə лайиқ орун елишини алаһидə тəкитлəп өткəн. Әлвəттə, у қуруқ сөз 
билəн чəклинип қалмай, бəлки буни уйғур язғучилириниң əсəрлири 
тоғрилиқ ой-пикирлирини мəтбуатта елан қилиш арқилиқ испатлиди. 
Шуни алаһидə тəкитлəш керəкки, бу жиллири мəтбуатларда елан қи
-
линған əдəбиятшунаслиққа аит мақалилар, рецензиялар вə башқилар 
əдəбиятшунаслиқ илиминиң айрим мəсилилирини көтəргəн болсиму, 
униң бир пүтүн тəрəққият йөнилишлирини көрситишкə техи тəйяр əмəс 
еди. Уйғур əдəбиятини системилиқ һалда тəтқиқ қилиш ишлири пəқəт 
60-жиллири мəхсус қолға елинди. Қазақстан уйғур əдəбиятшунаслиғи 
1949-жили Қазақстан Пəнлəр академиясиниң Тарих, археология вə эт
-
нография институти тəркивидə «Уйғур-туңган мəдəнийитини тəтқиқ қи
-
лиш» секториниң ечилиши билəн тез тəрəққий етишкə башлиди. Қазақ 
хəлқиниң атақлиқ алими, Қазақстан илиминиң асасини салғучи Каниш 
Сəтпаевниң башланмиси билəн ечилған мəзкүр бөлүм кейинирəк тил, 
тарих, этнография билəн бирликтə əдəбиятушнаслиқ мəсилилириниму 
үгинишкə киришти. Аталмиш илим очиғиниң дунияға келиши бир топ 
əдəбиятшунас алимлириниң тəрбийилинип чиқишиға вə уйғуршунас
-
лиқ пəниниң тил, əдəбият, сəнъəт, тарих, этнтография саһалири бойичə 
илмий-тəтқиқат ишлириниң җанлинишиға сəвəп болди.
Уйғур тəтқиқатчилири тəҗрибисиниң азлиғиға ақримастин, əдə
-
бият вə сəнъəтниң мəлум дəвирлиригə, қанун-қаидилиригə нəзəр 
ағдуруп, қисқа вақитниң ичидə салмақлиқ илмий əмгəклəрни дуни
-
яға елип кəлди. «Әгəр мошу вақитқичə биздə чоң ортақ тəтқиқатлар 
болмиған болса, əнди уйғур əдəбияти билəн сəнъитиниң муһим мə
-
силилири бойичə бир докторлуқ вə он йəттə намзатлиқ диссертация 


267
қорғалди. Ондин ошуқ əдəбий-тəнқидий топламлар вə монографи
-
ялар йоруқ көрди. «Уйғур совет əдəбияти тарихиниң очерклири», 
«Уйғур əдəбиятидики традициялиқ вə новаторлуқ мəсилилəр» кол
-
лективлиқ əмгəклири йоруқ көрди (Актуальные проблемы советского 
уйгуроведения, 1983, 29-б.). Уйғур əдəбиятшунаслиғиниң мустəқил 
пəн сүпитидə риваҗлинишиға дəслəптə 50-жиллири асасəн мəтбуат 
сəһипилиридə йоруқ көргəн мақалилар сəвəп болди. Бу җəһəттə иҗа
-
дийəтниң һəрхил саһалирида көрүнгəн Мурат Һəмраев, Һезмəт Аб
-
дуллин, Махмут Абдурахманов, Шавдун Кибиров, Қурван Тохтəмов, 
Қадир Һасанов қатарлиқ алимлар, шаирлар, язғучилар, драматурглар 
алаһидə көзгə чүшти. Умумəн уруштин кейинки жиллардин башлап 
əдəбиятшунаслиқ тəтқиқатлири хəлиқ еғиз иҗадийити, қедимий, 
классикилиқ вə заманивий уйғур əдəбияти, сəнъəт, бəдиий тəрҗим
-
чилик йөнилишлиридə давам қилди. Бу йəрдə, биринчи новəттə, илим 
кадрлириниң йетилип чиқиши, һəр түрлүк билим вə илим дəргаһли
-
рида мəхсус илмий кеңəшлəрниң қурулуши, муһим мəсилилəргə беғи
-
шланған илмий əнҗумəнлəрниң пат-пат уюштурулуши һəл қилғучи 
роль атқурди. Уларниң хизмити нəтиҗисидə уйғур əдəбиятини тəтқиқ 
қилғучилар қатарида Мурат Һəмраев, Батур Әршидинов, Савут Мол
-
лаудов, Маһинур Алиева, Қурван Тохтəмов, Патигүл Сабитова, Ри
-
шат Сабитов, Махмут Абдурахманов, Рабик Исмайилов, Әхмəтҗан 
Қадиров қатарлиқ алимлар пəйда болди. Кейинки жиллири уларниң 
сепини Алимҗан Һəмраев, Патигүл Мəхсəтова, Һəдийəм Әхмəтова, 
Һакимҗан Һəмраев, Гүлбəһрəм Молотова, Гүлнара Аутова, Дилшат 
Рəйһанов, Шаирəм Баратова охшаш яш тəтқиқатчилар толтурди. 
Қазақстан уйғур əдəбиятшунаслиғидики тəтқиқат ишлири хəлиқ 
еғиз иҗадийити, қедимий вə классикилиқ əдəбият, кеңəш дəвриди
-
ки вə заманивий əдəбият йөнилишлиридə жүргүзүлди. Бу тəтқиқат
-
ларниң нəтижилири «Уйғур əдəбияти вə фольклоридики жанрлар» 
(1980), «Уйғур хəлиқ еғиз ижадийити» (1983), Уйғур əдəбиятиниң 
қисқичə тарихи» (1983) намлиқ коллективлиқ монографиялəрдə вə 
башқиму əмгəклəрдə өз ипадисини тапти.
Уйғур фольклори үлгилирини топлаш вə йоруққа чиқириш ишлири 
ХIХ əсирдə Н. Пантусов, С. Малов, В. Радлов, Г. Ярринг кəби атақлиқ 
тəтқиқатчилар тəрипидин башлинип, мана бүгүнки күнгичə давамли
-
шип келиватиду. Уйғур фольклориниң чөчəк, бейит, қошақ, мақал-тəм
-
сил, ривайəт, тепишмақ вə башқиму түрлирини һəртəрəплимə тəтқиқ 
қилиш өткəн əсирниң 50-жиллири қолға елинип, дəслəпки монография
-
лик əмгəклəр пəқəт 70-жиллири йоруқ көрди (Алиева 1989, 5-б.). Уйғур
-


268
лар зич олтурақлашқан асасəн Панфилов, Уйғур, Әмгəкчиқазақ, Талғир 
наһийəлиридə, шуниң билəн биллə Алмута, Ишиктə, Яркəнт, Ташкəнт, 
Бишкəк, Қарақол шəһəрлири вə башқиму йəрлəргə қилинған илмий экс
-
педициялəр нəтиҗисидə көплигəн материаллар топланған еди. М. Али
-
ева, М. Кəбиров, Җ. Мусаев, Һ. Ваһидов, Һ. Искəндəров, М. Һəмраев, 
З. Қаһһаров, Ғ. Сəдвақасов, Р. Сабитов, Б. Әршидинов охшаш алимлар
-
ниң муəллиплигидə көплигəн топламлар йоруқ көрди, улар асасида ил
-
мий-тəтқиқат ишлири жүргүзүлди. Атап ейтқанда, бу саһада М. Алиева
-
ниң «Уйгурская сказка», «Жанры уйгурского фольклора», Р. Сабитовниң 
«Уйғур хəлиқ еғиз ижадийитидə сатира вə юмор» əмгəклири, «Уйғур 
хəлиқ еғиз иҗадийити» коллективлиқ монографиялири нəшир қилинди.
Қазақстан уйғур əдəбиятшунаслиғиниң риваҗлинишида əдəбият мəси
-
лилиригə беғишланған докторлуқ вə намзатлиқ диссертациялəр, онлиған 
монографиялəр, йүзлигəн илмий мақалилар муһим роль ойниди. Бу чоң 
саһаниң бешида көрнəклик алим Мурат Һəмраев болди. Униң классики
-
лиқ вə заманивий əдəбиятниң əң мурəккəп мəсилилириниң бири шеирий 
өлчəм бойичə елип барған тəтқиқатлири нəтиҗисидə йоруқ көргəн «Риф
-
ма в уйгурской классической и современной поэзии», «Основы тюркско
-
го стихосложения», «Очерки тюркской поэзии» вə башқиму əмгəклири 
дунияниң атақлиқ алимлири тəрипидин жуқури баһаланған еди. Буниң
-
дин ташқири, уйғур əдəбиятиниң қедимий, классикилиқ вə униңдин кей
-
инки дəвирлиридики муһим мəсилилəр, бир қатар шаир вə язғучиларниң 
иҗадийити, əдəбий бағлинишлар, жанр вə мавзулар, шеирий өчлəмлəр, 
башқиму муһим мəсилилəрдики алаһидиликлəр С. Моллаудов, М. Абду
-
рахманов, П. Сабитова, Р. Исмайилов, А. Һəмраев, П. Мəхсəтова қатарлиқ 
тəтқиқатчиларниң əмгəклиридə, шундақла мəхсус əдəбият мəсилилиригə 
беғишланған бир қатар монографиялəрдə (Хамраев А. «Уйгурская поэзия 
независимого Казахстана». – Алматы, 2014. – 256 с., «Современная ли
-
тература народа Казахстана». – Алматы, 2015 – 488 с., «Уйгурская лите
-
ратура независимого Казахстана». – Алматы, 2015.) өз орнини тепип, бу 
əмгəклəр уйғур əдəбиятшунаслиғиниң тəрəққиятида муһим роль ойниди. 
Шуни алаһидə қəйт қилиш лазимки, кейинки жиллири Қазақстан 
уйғур əдəбиятиниң риваҗлиниш йөнилишлири, униң мавзулуқ вə 
жанрлиқ даириси, айрим əдиплəрниң иҗадийитидики алаһидили
-
клəрни ениқлаш вə башқиму мəсилилəр бойичə уйғур тəтқиқатчили
-
ридин ташқири, қазақ алимлириму һəртəрəплимə издинишлəр елип 
барди. Бу җəһəттə Мухтəр Әвезов намидики Әдəбият вə сəнъəт инсти
-
тути алимлириниң йəткəн утуқлирини алаһидə тəкитлəшкə əрзийду. 
Бу пəқəт илмий тəтқиқатла əмəс, бəлки икки қериндаш хəлиқ дост
-
луғиниң, əдəбиятлар һəмкарлиғиниң ярқин бир үлгиси болуп қалди. 




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   83   84   85   86   87   88   89   90   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет