Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Үйсүн қәбилилириниң орунлашқан территориясини хәритидин көрситиң



бет41/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   37   38   39   40   41   42   43   44   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

3.Үйсүн қәбилилириниң орунлашқан территориясини хәритидин көрситиң.
Қедимий төмүр дәвридә сақлардин кейин Йәттисуни үйсинләр макан әтти. Улар – Мәркизий Азия территориясидики әң дәсләпки қәбилиләр иттипақиниң бири. Үйсүнләр Йәттису билән Тянь-Шаньда, Хитайниң шималий-ғәрбидә, Шәрқий Қазақстандики Тарбағатай йәрлиридә өз изини қалдурған. Қазақ хәлқиниң шәкиллинишигә асас болған қәбилиләр қатариға кириду. Үйсүнләрни шәрқий чегариси бир вақитларда Хитайниң ғәрбий-шималидики Бесбалиқ наһийәси арқилиқ, ғәрбидә Чу вә Талас дәриялириниң вадилири билән өткән. Қаратавниң шәрқий етәклиригичә созулуп ятса керәк. Уларниң ордиси Қизил Аңғар(Чигучен яки Чигу) шәһири Иссиқ көл билән Или дәриси вадилирида орунлашти.
22-Билет

  1. Улуқ Вәтән уруши жиллиридики миллий мунасивәтләр.

  2. Түрк дәври вә «Түрк» аталғуси.

  3. Қарлуқ дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.


Жавави:
1. Улуқ Вәтән уруши жиллиридики миллий мунасивәтләр. Улуқ Вәтән уруши жиллири хәлиқләр һаятини интернационаллаш тез сүръәт билән жүргүзүлди. Турғунларни аммивий көчүрүш нәтижисидә шәриқтә санаәт держависи пәйда болди. Жумһурийитимиз 532 миң көчүрүлгән адәмләрни қобул қилди. Емба, Канлиқ Алтайда, Қоңырат, Текели канлирида йүзлигән чиченлар билән ингушлар әмгәк қилди. Жәңчиләр арисида тәрбийә ишлирини жүргүзүш, милләт тиллирида мәйданға арналған гезит-журналларни чиқириш, миллий һәрбий бөлүмчиләрни қуруш миллий мунасивәтләрни риважландурушқа тәсир қилди. Шундақла бу дәвирдә миллий мунасивәтләргә өз тәсирини көрсәткән режимниң туташ бир хәлиқни күчләп көчүрүш, зорлуқ-зомбилиқниң барлиқ элементлирини өз ичигә алған әмгәк калониялирини қуруш охшаш жинаий иш һәрикәтләрму орун алди. Уруш һарписида Қазақстанға 102миң поляк көчүп кәлди. Волга әтрапидики немис автаномияси һаят кәчүрүшни тохтитип, 360 немис Қазақстанға мәмурий йол билән көчүрүлди. Немисларни урушқучи армия қатаридин чиқириш һәққидә буйруқ чиқти. Уруш жиллири қалмақлар, қарачайлар, ингушлар, чиченлар, балкарлар, қырым татарлири, месхет түрклириму мошундақ әһвалға учриди. КСЖИ Дөләтлик Бехәтәрлик Комитети ІІІ Башқармисиниң 1945-жилқи октябрь ейидики мәлуматлири бойичә зорлуқ билән йәр авдурилғанлар сани 2 млн 464 миңға йеқин адәм болған. Аталған режимниң қаталлиғи вә этносарилиқ зиддийәтләргә йөнәлдүрүлгән сәясити аддий адәмниң инсаний пәзиләтлирини йоқиталмиди. Уруш Қазақстан хәлқи үчүн чоң бир синақ болди: униңда социалистлик қурулушниң бурмилинишиму, урушниң еғирчилиқлириму, жанға патидиған чиқимлар билән ғалибийәт хошаллиғиму, жәңләрдики қәһирманлиқму, әмгәк билән өткән күндиликтики һаятниң аддий улуқлиғиму өз көрүнүшини тапти.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   37   38   39   40   41   42   43   44   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет