2. Түрк дәври вә «Түрк» аталғуси.
«Түрк дәври» VІ-ХІІІәә. арилиғини өз ичигә алиду. Бу дәвир қазақ дөләтчилигиниң түрк дәври дәп атилиду. Сәвәви бу дәвирдә Қазақстанда түркий тиллиқ, урпи адити, динний етиқати бир дөләтләр һөкүм сүрди. Түрүк хақанлиғиниң асасий тәркиви түркий тиллиқ хәлиқләрдин ибарәт болди. Уларниң ичидә бесим көпчилигини теле қәбилиси тәшкил қилди.Теле-түркий тиллиқ қәбилиләрниң умумий нами. Хитай тәзкириси бойичә теле сөзидин түрк аталғуси қелиплашқан. Түрк хақанлиғиниң тәркивигә оттуздин ошуқ теле қәбилиси киргән. Уларниң ичидә қирғиз,оғуз,уйғур,дулу,үйсүн вә б. түркий тиллиқ қәбилиләр болди.
«Түрк» этноними дәсләп хитай жилнамилирида 542-жиллири атилиду. Хитай жилнамилири түркиләрни һунларниң әвлади дәпму атиған.
Түрк йезиғиниң сирини ачқан даниялик алим Вильгельм Томсон хитайчә «ту-кю» дәп аталған хәлиқ «түркиләр» екәнлигини дәлиллиди.
Илимда «түрк» аталғуси һәққидә пикирләр көп. Академик А.Канонов – «ту-кюе» (түркүт) сөзини – Алтайни макан әткәнләр дәп чүшәндүриду. Француз алимлири Клапрот, Ремюза бойичә – «ту-кюе» (тақия, допа) – баш кийим дәп көрситиду. Хитайшунасчи Бичурин, Шмидт – «ту-кюе» сөзини маңғолниң –дудига сөзи билән бағлаштуруп - дулуға дәп авдуруп, лекин улар «ту-кюе» моңғоллар дәп һесаплайду .
Түрк дегән сөз алди билән ру башчилириға тәәллуқ болса кейинирәк шуларға беқинған хәлиқниму шундақ дәп атап кәткән. Кейин түрк дегән аталғу сәясий мәнаға егә болған.
3. Қарлуқ дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.
Язма мәнбәләрдә қарлуқлар V әсирниң тирәк қәбилилириниң тәркивидә учришиду. Хитай дерәклиридә қарлуқларни булақ қәбилиси алтай әтрапини маканлайдиғини ейтилиду. Һә VII әсирниң башлиридики Хитайниң «Таңшу сулалиси хроникисида» қарлуқларниң түркий тиллиқ қәбилиләрниң бир тармиғи екәнлиги, уларниң тәркивидә булақ, чиғил, ташлиқ дегән қәбилиләр бар екәнлиги ейтилиду. Қарлуқларниң асасий орунлашқан йәрлири Алтай теғидин Балхаш көлигичә болған арилиқ. Әрәпләр билән күрәштә Сулу хақанниң Оттура Азия йери Тохаристанда урушқанлиғи мәлум. Буниңдин қарлуқларниң Оттура Азияни маканлиғинини ейтишқа болиду. Һә Күлтекин йезиғида Қарлуқларни қирип, бесип алдуқ дегән мәнбә уларниң Шәрқий Түрк хақанлиғи тәркивидә болғанлиғини билдүриду.Мошу мәғлубийәттин кейин, шундақла Уйғурлардин йеңилгәндин кейин қарлуқлар Йәттисуға көчкән. Алтай теғидин Сирдарияниң оттура еқимини макан әткән қәбилиләр-қарлуқлар.
Достарыңызбен бөлісу: |