Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Қазақ ханлиғиниң тарихта башқуруш системиси бойичә кәштини толтирип униң әһмийитини чүшәндүрүң



бет47/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   43   44   45   46   47   48   49   50   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

3.Қазақ ханлиғиниң тарихта башқуруш системиси бойичә кәштини толтирип униң әһмийитини чүшәндүрүң.
1.Авуллуқ башқуруш. Бу қазақ хәлқиниң әң биринчи жәмийәтлик башқуруш системиси болуп һесаплиниду. Йезини башқуридиған адәмни авулбеши дәп атиған. Улар йеза ичидә күчлүк данишмән, тәжирибилик вә һал оқити яхши адәм болуши керәк. Униң атқуридиған асасий вәзипилири: йеза адәмлириниң егилигини башқуруш көчип-қонуш вақтини бәлгүләш йеза ичидики жаң-жалларни адил һәл қилиш.
2. Ата аймақ. Қазақ ханлиғиниң бу бирләшмиси бир атидин таралған, йәттә атиғичә болған бир нәччә йезидин қурилиду. Ата – аймақни башқуридиған адәмни Ақсақал дәп атайду.
Йеза башчилири ақсақал билән мәслиһәтлишип униң қарарини орунлап олтириду. Ақсақал ата аймақ ичидики нека вә аилә мирасхорлуқ билән әлчи в.б мәсилилирини йешишкә һоқуқлиқ болди. Йәттә ата арисидики жаң-жални рәтләп ким гунаһкар шу тәрәпни жазалиди.
3. Рулиқ башқуруш. Ру он бәш аймақтин қурулди. Руни башқуридиған адәмни ру бийи болмиса ру беши дәп атиди. Руға өз хислити билән болмиса атилиридин ғәзниләр қалған адәмләр башқурди. Ру беши ақсақалларни жиғип уларға әқил- мәслиһәт бәрди жуқуридин кәлгән ярлиқлар билән пәрманларни орунлап турди. Рубеши көпни көргән тәжрибилик билимлик адәмләр болди.
4. Улуслуқ бийлик. Улус бирнәччә рудин қурулди. Һәр улус өз йеридин һәрбий әһвалда он миңдәк ясақ чиқарди. Улусниң баш бийлиги сиртқи сәясити вә һаятқа башчилиқ улус султанниң болмиса ханниң қолида болған. Улус беши хан, султан бийләрниң мәслиһити билән иш елип барған. Бийләр кеңәшләрдә болмиса жиғинларда улусниң номусини қоғдиди. Улус башқурғичиниң әлниң ички сиртқи әһвалиға бағлиқ әқил мәслиһәт берип олтарған. Султанлар адәттә ханлар билән ақсүйәкләр әвлатидин чиқти. Көп вақитта ханлар өзиниң оғуллирини вә туқанлириниң балилирини улусларға султан тәйинлигән.
5. Жүзлик бийлик. Жүз бирнәччә улустин қурулди. Жүзниң башчиси хизмити би атиғиниң әң жуқури дәрижиси. Қазақ жүзлири XV-XVI әсирләрдә қәбилиләрниң иттипақий асасида йәр әһвалиға бағлиқ шәкилләнди. Һазирқи йеримизни дүшмәндин һимайә қилип бүгүнгә йәткүзди. Үч жүзниң бийлири мәмликәтлик мәсилиләрни һәл қилишта ханға ярдәмлишип мәслиһәт берип олтарған. Жүзниң бийини Орда бий дәп атиған.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   43   44   45   46   47   48   49   50   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет