Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт



бет46/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   42   43   44   45   46   47   48   49   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

7

Жавави
1. Һун даһиси Аттила билән Қипчақ башчиси Бейбарыс султанниң өмүрдики охшашлиғи. Уларниң тарихта алидиған орни.
Һун даһиси Аттила билән Қипчақ башчиси Бейбарыс султанниң өмүрдики охшашлиғи уларниң тегиниң түркийлиги, қазақ даласи билән бағлиниши вә чәт йәрдә тәхткә келишлири вә әржүрәк, әқиллик көшбашчи, қәһәрлик әл башқурғучилар ретидә тарих бетидин орун елишидур.
Аттила (Едил) 400-453-жж – Һун башқурғучиси. Ғәрбий һун тәвәсиниң асаси ІІ әсирдә Каспий деңизиниң бойида, һазирқи қазақ йеридә болди. Һун жәмийити баш айиғи йоқ, кәң байтақ йәрни өзигә беқиндуруп, көплигән дөләтләрни бириктүрүп, һәрбий уруш күчи зор мәмликәткә айланди. Һун падишаси Атилла Европида Һун дөлитини қуруп, йерини кәңәйтиш мәхситидә Рим империясигә қарши күрәшти. Униңға Днестрдин Римғичә Балтиқ деңизидин Қара деңизғичә болған йәрләр беқинди. Едил патшаниң вақтида Һун империясиниң тәрәқияти жуқури дәрижидә болди. 451-жили Галлиядики Каталаун йеридә Атилла әскәрлири римлиқларниң, франкларниң в.б. бириккән күчлири билән күрәшти. Һунларниң тарихтики орни Европини римлиқлардин азат етип, қул егиләшни ғулитип, йеңи дәвирниң башлинишиға йол ачти. Европа хәлиқлириниң қелиплишишиға тәсирини тәккүзди. Мошу орун алған жәриянлар европини бийлигән Аттиланиң қатнишисиз болмиғини мәлум.
Султан Бейбарыс (1225-1277) Қипчақ йеридә туғулған, дадиси – Жамақ, аниси- Әйек. Яш вақтида 800 динарға қипчақ даласидин Египетқа қулуққа сетилған. 1260-жили Египетниң төртинчи султани ретидә бешиға келип, 1277-жилғичә 17 жил бийлик қурған. 1266-жили Алтун Орда хени Берке билән өзара достлуқ мунасивәт орнитиш үчүн өзиниң әлчилирини әвитип, икки әл арисида һәрбий, сода сетиқ, диний, мәдәний бағлинишлирини орнатқан. Египет султанлири пүткүл әрәп әллирини моңғул басқунчилиғидин аман елип қалди.


2. Қазақ АССР-ниң қурулушиниң тарихий әһмийити.
1920-1930-жиллардики тарихий тәрәққият дәвриниң хуласилири, Кеңәш елини маканлиған башқа хәлиқләр охшаш, қазақ хәлқиму қайғулуқ вә қийинчилиққа толған қәһирманлиқ йолидин өткәнлигини көрсәтти. Қазақ хәлқиниң регионаллиқ һоқуққа қоли йәтти. Индустриялиқ, жәһәттин тәрәққий етип, хәлқиниң ижтимаий қурулиши өзгәрди. Мәдәнийәт вә билим бериш саһалиридиму натижиләр көрүнүшкә башлиди.
Ихтисат вә мәдәнийәт саһалирида утуққа қол йәткүзүш оңайға чүшмиди. Тоталитарлиқ, наразилиқ система орнитилди. Әлни индустрияләштүрүш жәриянида Қазақстан ихтисадиниң мәркизий түзүминиң күчийиши түпәйли, инсанийәт әркинлиги, униң шәхсий мәнпийәтлирини һөрмәтләш, өмүрини қәдирләш тәрипини һечким ойлимиди. Қазақ АССР-и мәркәзгә толуқ беқинишлиқта болди.
1936-жили Кеңәш Социалистик Жумһурийәтләр Иттипақиниң Конституциясида «Һәр бир иттипақдаш жумһурийәтниң өз ихтияри билән СССР тәркивидин чиқип кетиш һоқуқиниң сақлинидиғанлиғи» һәққидә мадда болди.
Бирақ ички вә ташқи сәясәтниң асасий йөнилишлирини ениқлашқа, мудапийә территориялик вә чегара мәсилилирини һәл қилишқа, егимәнликниң (суверинетет) бәлгүлирини испатлайдиған башқиму муһим чариләр билән шуғуллинишқа иттипақдаш жумһурийәтниң әмәлий вакаләтлиги болмиди. Тарихниң буниңдин кейинки тәрәққият етиш жәрияни иттипақниң маһийәттә русниң шовинистик улуқ державилиқ хаһиш-истигинила бәткә тутидиған гипер-мәмликәткә айлинип кетиватқанлиғини көрсәтти. Әгәр Кеңәшләр Иттипақи өзиниң ички зиддийәтлириниң пишип-йетилишидин вә дуниявий цивилизацияниң ташқи қисими түпәйли, демократиялик Ғәрип әллири тәклип қилған ихтисадий мусабиқә вә күчәп қураллинишниң арқисиға чүшүш сүръитигә тақабил туралмай, толуқ бәрбат болушқа учримиғинида Қазақ ССР-и тоталитарлиқ системиниң ажралмас бир тәркивий бөлиги болуп қаливерәтти.
Шәклән болсиму Қазақстанниң иттипақдаш жумһурийәт мәртивисигә еришкәнлигиниң тәғдиранә һәл қилғучи әһмийити нәқ мошу турғудин өз әксини тапти: Кеңәшләр Иттипақи ғулиғанда униң тәркивидә болған башқиму иттипақдаш жумһурийәтләр билән биллә Қазақстанму дөләтлик мустәқилликкә, егимәнликкә қол йәткүзди.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   42   43   44   45   46   47   48   49   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет