Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Жоши улусиға киргән территорияләрни хәритидин көрситиң



бет17/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   13   14   15   16   17   18   19   20   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

Жоши улусиға киргән территорияләрни хәритидин көрситиң.

Жоши улуси. Жоши – Чингизханниң чоң балиси, униң улусиға шәриқтә Иртиш дәриясидин ғәрби Европа йәрлиригә ат туйиғи йетидиған барлиқ йәрләр қарайду. Улусниң мәркәзлири , Иртиш бойида дәп йезилса, һә башқа бир дерәкләрдә Сарису вә Кеңгир дәриялириниң вадилирида дейилиду.
8-Билет

  1. Дәсләпки адәмләрниң динний көз-қарашлириниң шәкиллиниши.

  2. Астананиң Ақмолиға көчирилишиниң тарихий әһмийити.

  3. Үгедей улусиға қариған территорияләрни хәритидин көрситиң.




Жаваплири:

  1. Дәсләпки адәмләрниң динний көз-қарашлириниң шәкиллиниши.

Иптидаий адәмләр тәбиәттин бөлүнүп чиққандин кейинму тәбиәт һадисилирини чүшәнмиди. Улар өсүмлүкләр билән һайванларниң түрлирини айрип алғини билән, көп нәрсиләрни билмиди. Шамал қейиқни авдуруп, белиқчилар қаза тапқанда, чақмақ чүшүп, өйлиригә өрт кәткәндә, бу һадисиләрни чүшәнмәй аң­-таң болди. Әлвәттә, бу һадисиләрниң барлиғиниң тәбиий сәвәплири болғини билән адәмләр уни чүшинәлмиди. Адәмләрниң ичидә динний етиқатларниң пәйда болғинини биз неандерталлиқларниң адәмни дәпин қилишидин көрәләймиз. Неандерталлиқлар өлгән адәмни бәлгүлүк бир урпи-адәт билән дәпин қилған. Һә әнди қан билән жанниң бағлинишини қедимий адәмләр билгән. Мундақ етиқатни анемизм дегән. Әң кона ишәнч етиқатқа тотемизм ятиду. Адәмләр өзлирини бәлгүлүк бир жаниварлардин таралдуқ дәп ишәнгән. Мәсилән, кейик, буға, йолвас в.б.. Шуларни ата тегимиз дәп сийлап, һөрмәт тутқан. Адәмләр қурванлиқ чалған, қорғайду дәп тумар тақиған.


2. Астананиң Ақмолиға көчирилишиниң тарихий әһмийити.
Йеңи Астана тоғрилиқ идеяни Президент Н.Ә.Назарбаев көтәрди. 1995-жили 15-сентябрдә Қазақстан Жумһурийити Президентиниң «Қазақстан Жумһурийитиниң пәйтәхти тоғрилиқ» Пәрмани бойичә, әл пәйтахти Ақмолиға көчидиғанлиғи һәққидә йешим қобул қилди. 1997-жили 10-декабрь Президентниң Пәрмани вә Қазақстан Жумһурийити Парламентиниң тохтами билән Ақмола шәһири Қазақстан Жумһурийитиниң пайтәхти болуп жакаланди. 1997-жили пайтәхт Ақмолиға көчүрүлди. Пайтәхтни йөткәшниң муһим демографиялик, ихтисадий, ижтимаий сәвәплири болди. Биринчидин, пайтәхтни йөткәш Қазақстанни геосәясий тәрипидин күчәйтиш муһтажлиғидин туғулди. Иккинчидин, бехәтәрлик мәсилисиму әстә тутулди. Мустәқил дөләтниң пайтәхти, мүмкинчиликниң баричә ташқи чегарилардин жирақ, дөләтниң мәркизидә туруши керәк. Үчинчидин, Ақмола елимизниң географиялик мәркизидә, тоққуз йолниң қийлишишида орунлишиши, коммуникациялик бағлинишларни әмәлгә ашурушқа қолайлиқ. Төртинчидин,Қазақстанниң шималиниң ихтисадини көтүрүп, демографиялик әһвални милләт мәнпийити турғисида ижабий йөнүлүштә өзгәртишкә шараит яритиду. Кеңәшлик дәвирдики пәйтәхтләр: Оренбург- 1920-1924-жж, Қизилорда-1924-29-жж., Алмута-1929-1997-жж.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   13   14   15   16   17   18   19   20   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет