Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Үгедей улусиға қариған территорияләрни хәритидин көрситиң



бет18/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   14   15   16   17   18   19   20   21   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

3.Үгедей улусиға қариған территорияләрни хәритидин көрситиң.
Үгедей улуси. Үгедей – Чингизханниң үчүнчи оғли. Униңға Ғәрбий Монғолия вә Алтай, Тарбағатай, Иртишниң жуқарқи еқими бойидики йәрләр қариған. У улуқ хан атиғини алғандин кейин Орхонда, Қарақурумда турған.


9-Билет

  1. Сибир қазақлири һәққидә қаидә (устав).

  2. Адәмниң Йәр бетидә пәйда болуши һәққидики көз қарашлар. Улар һәққидә өзәңниң көз қаришиң.

  3. Қазақ йеридики миллий азатлиқ қозғилаңларниң йүз бәргән вақитиниң рети билән жәдвалға йезиң. (Маңғистав қазақлириниң қозғилиңи, К.Қасым оғли, Ж.Нурмухаммед оғли, С.Дат оғли, Бөкей Ордисидики қозғилаңлар)

































Жавави:
1.Сибир қазақлири һәққидә қаидә (устав). Мал чарвичилиғи билән шуғулланған қазақ хәлқиниң XIX әсирниң биринчи йеримидики риважлинишиға 1822-жили қобул қилинған Сибир қазақлириниң Устави ейтарлиқ ролтәсир қилди. Бу ислаһатларниң Қазақстан тарихидики шәрт-шараитлири XVIII әсириниң ахири биләниXIX әсирниң бешида шәкилләнгән ижтимаий-сәясий әһвалларға бағлиқ болди. Қазақларниң 1773-1775-жиллири Пугачев башқурған чарвилар урушиға қатнишиши, батур Сирим Датоғлиниң қозғилиңи Қазақстандики ханлиқ башқуруш системисиниң һалсирашқа башлиғанлиғини көрсәтти. 1815-жили падиша һөкүмити униңға қошуп-Бөкейни хан етип тайинлиди. 1817-жили Бөкей, 1819-жили Вәли өлгәндин кейин Оттура жүздә хан тайинланмиди. Буниңға бағлиқ Сибир генерал-губернатори М.М.Сперанскийниң декабрислар билән йошурун мунасивәттә болған Г.С.Батеньковниң мәлумат-кеңәшлиригә тайинип олтуруп тәйярлиған "Қаидиниң" асасий мәхсити -Қазақстанниң шималий-шәрқий наһийәлирини, сот, сәясий тәрипидин өзгәртиш, уруқлуқ-феодаллиқ тәртипни һалсиритиш еди. Оттура жүз мәмурий тәрипидин, болус, округ болуп бөлүнди. Авул - 50-70 өйдин, болус - 10-12 авулдин, округ - 15-20 болустин қурулди.
Ғәрбий Сибирь генерал-губернаторлиғиға Тобольск, Том вә Омск вилайәтлири билән бирликтә Сибирь қазақлириниң вилайити кирди. Мәркизи Тобольск, һә, 1839-жили Омск болди. Устав бойичә ғәрбий чегариси Оренбургқа жәнуби Чу дәриялириғичә созулған Сибирь қазақлириниң округи ички вә ташқи округларға бөлүнди. Булар - Қарқарали, Көкчетав(1824-ж.), Баянавул (1826-ж.), Аякөз (1831-ж.), Ақмола (1832-ж.), Үчулақ (1833-ж.), Аманқарагай (1834-ж.), кейинки 40-50-жж қурулған Көкпек, Қушмурун, Алатау округлири еди. Округлар Омба вилайәтлик башқармиларға беқинди, уларни башқуруш округлиқ башқармиларға берилди. Сөз йүзидә аға султанниң қолиға берип, уларниң бийлигини чәкләйдиған ташқи назарәтни күчәйтти. Султанни пәқәт султанлар сайлиди, уларға россиялик майор унвани берилди. Авул старшинилириму аға султанлар охшаш үч жилда бир сайланди. Болуслар Россиядики селолуқ старостилар билән тәңләштүрүлди.
"Қаидә " бойичә сот ишлири үшкә бөлүнди: жинаий ишлар, тәләп етиш, болуслуқ башқармиға чеқим чүшүрүш. Жинаий ишлар империялик қанунлар асасида округлуқ приказларда қаралди.
Кейинирәк қазақларни башқуруш Чегарилиқ приказларға берилди. Униң йетәкчисини тайинлаш үчүн алаһидә ярға чиқирип олтарди. Умумән алғанда, 1822-жилқи "Устав" Қазақстанниң бай өлкисини егилик тәрипидин егиләшкә қолайлиқ шараит яритип бәрди; иккинчидин, падишалиқ Россияниң мустәмликичилик сәяситини кәңәйтишни қолға алғанлиғи байқалди.





  1. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   14   15   16   17   18   19   20   21   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет