|
Геродотниң «Тарих» вә Страбонниң «География» әмгәклиридики мәнбәләрниң охшашлиғи
|
бет | 16/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ralГеродотниң «Тарих» вә Страбонниң «География» әмгәклиридики мәнбәләрниң охшашлиғи.
Геродот- грек тарихчиси. Б.э.б.484-425-жж. һаят кәчүргән. Геродотниң «Тарих» әмгиги б.э.б.Vә. 40-30-жж. йезилған.
Страбон-грек тарихчиси вә географ. Б.э.б.64-б.э.24-жж. һаят кәчүргән. Әмгиги- «География».
Охшашлиқлири:
Икки автор қедимий грек тарихчилири, шуниң үчүн уларниң әмгәклиридики охшашлиқлар қануний һадисә.
1.Скиф аталғуси һәққидә: Геродот сақларни – азиялик скифлар дәп атайду. Страбон- «дай, сақ, массагеттин башқилирини умумий ат билән» скиф дәп язиду.
Уларниң әмгәклиридә – сақ, массагет қәбилилири һәққидә вә географиялик орунлушиши көрситилиду. Геродот, массагетларни Каспий деңизидин шәриққә қарап, Сирдарияниң (Аракс) у бетигә орунлаштуриду. Страбонму «Скифларни Каспий деңизидин башлап, көпинчә –«дайлар» дәп атайду. Уларниң шәрқидә орунлашқан қәбилиләр массагетлар билән сақлар дәп көрситиду.
3.Геродот билән Страбонниң әмгәклиридә сақларниң парс падишаси Кирға қарши уруши баян қилиниду. Геродот: «Бешида әскәрләр оқ яр билән етишиду. Оқ яр оқи түгигәндә йәкму-йәккә чиқип шәмшәр вә нәйзә билән урушиду. Нәтижисидә массагетлар йеңип чиқиду дәп тәриплисә, Страбон: «Массаглар Кирға қарши урушта өзлиринң әржүрәклигини көрсәтти, уларни көпчилик махтайду» дәп язди.
4. Икки тарихчи алим әмгәклиридики массагетларниң турмуши, урпи адәтлири һәққидики әхбаратлар интайин охшап келиду. Мәсилән Геродот: «Массагетларниң кийми вә һаят кәчүрүш әнъәнилири скифларға охаш» десә.
Страбон:«Түз йәрдә турғини билән, улар деханчилиқ билән шуғулланмайду,улар көчмәнләр. Скифлар охшаш мал беқиш вә белиқчилиқ билән күн көриду» дәйду.
5.Геродот билән Страбонниң әмгәклиридә массагетларниң һәрбий сәнъити һәққидики мәлуматлириму бир биригә охшап келиду. Геродотиң ейтишичә: «Улар ат үстидә вә пиядә урушиду, урушниң икки усилини йетәрлик өзләштүргән десә, Страбон: «Улар ат қулиғида ойнайду вә интайин чевәр жәңчиләр; оқ яр билән, қилич вә бронза палтилар билән қуралланған, савут кийиду» дәп язиду.
6. Массагетларниң динний ишәнч-етиқатлири һәққидә мәнбәләр:
Геродот: «Худаларниң ичидин күнгә етиқат қилиду, униңға жилқини қурванлиққа чалиду. Бу қурванлиқниң маһийити: «худаларниң жүгриги күн болса, жаниварларниң жүгүриги ат»- дегәнгә охшаш» дәп язди.
Страбон: «Худа дәп улар күнни һесаплайду вә атни қурванлиққа чалиду» дәп көрситиду.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|