3. Қазақстан территориясидики неолит дәвриниң турақлирини хәритә бойичә көрситиң.
Қазақстанда тепилған неолитлиқ ядикарлиқлар асасий бәлгүлири бойичә бир-биригә охшаш. Арал тәвәсидин: нәйзиниң таш учлири, япилақ пичақлар, икки тәрипиму ишләнгән оқ-я учлири тепилди. Шималий Қазақстандики Пеньки йезиси әтрапидики турақта таш чапқулар, япилақ пичақлар, қирғучлар көпләп учришиду. Балқашниң шималидики таштин ясалған ушшақ қураллар, жаңқилар, нуклеуслар вә оқ-я учлири көп учришиду. Мәркизий Қазақстанда Қарағанда, Зеленая Балка турақлиридин өй мелиниң сүйәклири тепилған. Жезқазған тәвәсидин 150 йеқин турақ, кона кан чиқириш, йәрләш орунлири тепилди. Йәрләш орунлириниң үстигә таш қоюлған. Тамниң теши таш плитилири билән қоршалған. Адәмниң бешини шималий-ғәрипкә қаритип йәрлигән. Бу – неолит дәври адәмлириниң дуниятонуши, у дунияға дегән ишәнчисиниң барлиғиниң испатидур.
5 – билет
1.«Андронов» вә « Беғазы-Дәндибай» мәдәнийәтлири.
2. Қасим вә Тәвкә ханлар дәвридики Қазақ ханлиғиниң ички вә ташқи сәясий әһвали.
3.Сақларниң орунлашқан территориялирини хәритидин көрситиң.
Жаваплири:
1. «Андронов» вә « Беғазы-Дәндибай» мәдәнийәтлири.
Бронза дәвиридә Қазақстанда бириниң кәйнидин бири давамлишип келидиған икки мәдәнийәт болған. Униң балдурқиси Андронов мәдәнийити болған (б.з.б.ХVІІІ-ХІІәә). Б.з.б. ХІІ-VІІІәә. яки бронза дәвириниң ахирида Бегазы –Дәндибай мәдәнийити қелиплашти. Мәркизий Қазақстан - бронза дәвириниң ядикарлиқлири әң көп таралған вә чоңқур тәтқиқ қилинған жай. Ә.Х.Марғуланниң ейтиши бойичә, Мәркизий Қазақстанниң бронза дәвири ядикарлиқлири икки мәдәнийәткә – Андронов вә Бегазы-Дәндибай мәдәнийәтлиригә ятиду.
Андронов мәдәнийити иккигә бөлиниду: а) алдинқиси – Нура бөлүги, ә) кейинкиси – Атасу бөлүги. Нура, Атасу дәриялар нами билән аталған. «Андронов» мәдәнийити болуп атилип кәткәт сәвәви Андронов мәдәнийитиниң дәсләпки ядикарлиқлири Жәнубий Сибирьдики Ачинск шәһириниң йенидики Андроново селосидин тепилған. Бегазы-Дәндибай мәдәнийити: Мәркизий Қазақстандики Бегазы вә Дәндибай гөртөпилири бойичә қойилған. Андронов мәдәнийититидики йәрләш орунлири: а) Нура дәвридики йәрләш кичик қазанлардәк япилақ ташларни йәргә йеримлап орунлаштурған қорған түридә болуп көриниду. Қорған шәкили һәр-түрлүк : дүгләк, тиктөртбулуңлуқ, квадрат болуши мүмкин. Қәбир тамлири кичик япилақ ташлардин ясалған таш сандуққа охшаш, уни – циста дәп атайду.
ә) Атасуниңму Нураниң йәрләш оринлириға охшаш дүгләк вә төртбулуң қорған болуп келиду. Қәбирлири асасән йоған болған, таш сандуқ – циста йоқ. Бир мунчә жайларда йәр қәбири, шундақла яғач рама түридиму учришиду. Бу дәвирдә қош қәбир, яки бир зәрәткә бир-нәччә адәмләрни йәрләш учришиду.
Бегазы-Дәндибай мәдәнийитиниң йәрләш орунлири: өйләрниң, зәрәткалиқларниң қурулишиниң йоғанлиғи билән таш қорғанларниң техи анчә йетилмигәнлиги билән пәриқлиниду. Қәбирлириниң тамлири таштин икки қәвәт ясалған. Ташниң силиқ тәрипи қәбирниң ички вә ташқи тәрәплиригә қаритилип, уларниң оттуриси вә арилиқлири лай билән чапланған.
Андронов мәдәнийитидә: а) Нура дәвридә адәмләрни йәрләш вақтида чала көйдүрүп көмгән, бир мунчә йәрликләрдә көйдүрмәй йәрләнгән. ә) Атасу дәвридә адәмләрни көйдүрмәй, шу бойичә йәрлигән, көйдүрүш урпи -адити аз учришиду.
Бегазы-Дәндибай мәдәнийәтидә адәмләрни йәрләш урпи-адити: чоң патриархаллиқ аилиләргә беғишланған, көп адәм йәрләнгән жайға бир адәмни йәрлигән вә чоң қурулуш зәрәтлирини ясиған. Бу шу заман қәбилә даһилириниң гөртөпилири вә бай адәмләрниң зәрәтлири.
Қача-қомуч ясаш алаһидиликири: Андронов мәдәнийитиниң Нура дәвиридә керамикидин ясалған комзәклири дүгләк болуп кәлсә, Атасу дәвиридики қача-қомучларниң бойнидин асасий бөлүгигә өткән йери тик болуп келиду. Нура дәвиридики кача-қомучларниң нәқишлири биртуташ, Атасу дәвиридики қача-қомуч нәқишлири бойнида, оттурисида, бәзидә астиғиму нәқишләнгән.
Бегазы-Дәндибай мәдәнийитиниң қача-қомуч ясаш алаһидиликлири: Беғазы-Дәндибай мәдәнийитиниң қача қомуч ясаш алаһидиликлири: тумшуғи тик, оттуриси шар шәклидә болуп томпийип кәлгән. Комзәк нәқишлири–тағақ шәклидә, үзүк-үзүк сизиқлиқ, үчбулуңлуқ , ушланған таяқчә билән селинған вә бастуруп ясалған тақа охшаш, мончақ, чекитлик нәқишләр учришиду.
Достарыңызбен бөлісу: |