Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Хитай сәясәтчиси Чжан Цянь вә Чоқан Вәлихановниң сәпирини селиштуруп, мәхсити билән алаһидиликлирини атаңлар



бет11/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   7   8   9   10   11   12   13   14   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2. Хитай сәясәтчиси Чжан Цянь вә Чоқан Вәлихановниң сәпирини селиштуруп, мәхсити билән алаһидиликлирини атаңлар.
Хитайда миладиғичә ІІІ әсирниң ахирида қурулған Чин падишалиғиниң орниға кәлгән Хән сулалисиниң императори У-ди йеңи йәрләрни бесивелиш вә сода ишлириға егә болуш үчүн Ғәрбий аймақларни беқиндурушқа интилди. Шу мәхсәттә дәсләп ғәрбий өлкиләрдики хәлиқләр тоғрилиқ материалларни топлиди. Қазақстан турғунлири тоғрилиқ дәсләпки ениқ мәлумат император У-ди (миладиғичә 140-87-жж.) Ғәрбий өлкигә әвәткән тунжа Хитай әлчиси Чжан Цяньдин елинди. Хитай мәнбәлиридики «Ғәрбий өлкә» дегән йәрләр һазирқи Шинжаң (Шәрқий Түркстан) вә Қазақстан билән Мәркизий Азияниң бираз бөлигигә мунасивәтлик қоллинилди. Чжан Цянь икки мәртә Ғәрбий өлкидә болуп қайтти.
Чжан Цянь башқурған әлчиликниң мәхсити:
Чжан Цянь башқурған әлчиликкә һунларға қарши Йәттисудики үйсүнләр билән иттипақ қуруш вәзиписи тапшурулди. У әлчилик жәриянида йәрлик хәлиқниң егилигигә, һәрбий күчлиригә, қурал-ярақ түрлиригә, урпи-адәтлиригичә диққәт бөлүп, йезип турди. Униң язмилирини миладиғичә 145–86-жж. һаят кәчүргән тарихчи Сыма Цян бир системиға кәлтүрүп, өзиниң «Тарихий язмилар» намлиқ әмгигә киргүзди.
Алаһидилиги: Чжан Цянь рәһбәрлигидики әлчилик Үйсүн дөлити билән рәсмий түрдә дипломатиялик мунасивәт орнатти.
Миладиғичә 138-жили Чжан Цянь «Ғәрбий өлкигә» дәсләп қетим кәлди. У «Һазир үйсүнләр күчлүк әлгә айлинипту. Нурғун соғиларни тәғдим қилиш арқилиқ үйсүнләрни шәриқтики туғулған маканиға көчирип елип келишкә, уларға шаһидимизни берип, күнби билән мунасивәт орнитип, һунларға қарши қоллинишқа болиду», – дәп язди. Хитай императори миладиғичә 119-жили Чжан Цяньни йәнә үйсүнләргә атландурди. Нәтижисидә, әлчиликләр орнитилип, туққанчилиқ мунасивәтләр бәрпа болди. Миладиғичә 107 (106-105-жж.) жили Хитай шаһидәси тән-тәнилик йосунда үйсүн күнбисигә узутилди. Өз тәрипидин үйсүнләр қелинмал сүпитидә 1 миң ат бәргән.
1858–1859 жж. Чоқан Вәлиханов мәшһур Қәшқәрийә сәпиригә берип қайтти. Чоққанғичә у өлкигә бирму тәтқиқатчиларниң йоли чүшмигән еди. Пәқәт оттура әсирдә М.Поло , ХVII әсирдә иезуит Гоес, әнди Чоққанниң алдида болса немис алими Р.Шлагинтвейтниң европилиқлар үчүн тамамән йепиқ өлкигә болған сәпири пажиәлик аяқлишип, өлүм жазасиға кесилгән еди.
Чоққанниң Қәшқәр сәяһитиниң мәхсити:
Йерим мустәмликә шараитигә чүшкән Хатайни ихтисадий тәрәптин өз мәнпийитигә пайдилинишқа Россия баричә тиришти. Европилиқ мустәмликигә қарши Хитай «йепиқ сәясәт» тутти. Шәқий Түркстандики Қәшқәрийәму европилиқларни өз елигә киргүзмиди. Чоқан бу сәпәргә Россия империяси тәрипидин әвәтилип, Қәшқәрийәни һәртәрәплимә тәкшүрәп қайтишқа тегишлиқ болди.
Чоқан бу сәпәргә алим сүпитидә зор қизиқиш пәйда қилип, Қәшқәрийә өлкисиниң тарихи, этнографияси, мәдәнийити вә географиялик шараити тоғрилиқ буниңғичә тамамән бәлгүсиз болған наһайити муһим фактларни топлап қайтти. Шуниң асасида «Алтишәрниң яки Хитайниң Нан-Лу провинциясиниң (Кичик Бухара) шәриқтики алтә шәһириниң әһвали тоғрилиқ» дегән атақлиқ әмгигини язди. Чоқанниң бу әмгиги көп өтмәй Германия вә Англияләрдә немис вә инглиз тиллирида йоруқ көрди.
Әмгәкни Россияму, шундақла униңдин сирт йәрләрдиму шәриқни тәтқиқ қилғучи алимлар жуқури баһалиди.
Чоқанниң Қәшқәр сәпириниң алаһидилиги:
Чоқан Қәшқәрийә сәпиригә Әлимбай тижарәтчиниң исмини елип, өз тәтқиқатлирини мәхпий әмәлгә ашурушқа мәжбур болди. Наһайити қийин әһвалда өз һаятини хәтәргә тикип, тәтқиқат ишлирини жүргүзүп қайтти.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   7   8   9   10   11   12   13   14   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет