Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


- билет 1.Сақларниң мәдәний мираслири



бет7/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   2   3   4   5   6   7   8   9   10   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2- билет


1.Сақларниң мәдәний мираслири.
2.1921-1922 вә 1930-1932-жиллардики Қазақстандики ачарчилиқ зәрдаплирини селиштуруң.
3.Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң территориясини хәритә бойичә бәлгүләң.



Жавави:
1.Сақларниң мәдәний мираслири.
Сақлардин көплигән мирас, ядикарлиқлар қалди. Улар Сирдәрия,Талас, Чу, Или дәриялириниң бойида, Алитағ етәклиридә, Қирғизстан йеридә учришиду. Сақ қорғанлиридин тепилған буюмларни қедимий грек алимлириниң ейтқан мәлуматлири дәлил болалайду. Археологлар Қизилордидин 300 чақирим йәрдә Чирик-Рабат шәһиридә қезилма ишлирини жүргәзди. У чоққида орунлашқан шәһәрниң мәркизидә күзәт қилидиған мунарилар бар –цитадел селинған. Шәһәр чети қелин қаша билән қоршалған. Археологлар цитадел мәркизидин оқниң бронза учлирини, алтун илмәкләрни, лайдин ясалған буюмлар тапқан. Бу тепилған нәрсиләр б.з.б. 4-2 әсирләргә тоғра келиду.
Археологлар қезилма ишлирини жүргүзгән йәнә бир шәһәр у-Бәбиш-Молда шәһири. Бу шәһәрни қоршиған қашалар яки тамлар әтрапида қезилған орилар болған. Археологиялик мәлуматларға қариғанда шәһәр турғунлири деханчилиқ билән шуғулланғанлиғини көрүшкә болиду. Хиш көйдүридиған пәч, қол түгмәнлири яки таштин ясалған дан угатқуч, териқ қалдуқлири тепилған.
Сақларда қол һүнәрвәнчилиги яхши тәрәққий әткән. Һүнәрвәнләр қәбилә әзалириға һажәтлик буюмлар ясиди. Зәргарлар алтун, күмүчни еритип қелипқа чүшүрүп буюмлар ясиған. Улар атниң еғиздуруқлирини вә турмушта пайдиланған мүлүклирини безәлләп, есил ташлардин көз селинған һалқа, үзүк-мончақларни, чирайлиқ бәлбағларни ясиған. Устилар қурал-ярақларни ясиди, уларни алтун билән қаплиған. Сақларда яғачни оюш билән бирликтә йәнә илмәкләр ясаш, тағақ, түгмә ясаш вә сүйәкләрни ишләш жуқури тәрәққий әткән.


2. 1921-1922 вә 1930-1932-жиллардики Қазақстандики ачарчилиқ зәрдаплирини селиштуруң.
1921-1922-жиллиридики ачарчилиқниң зәрдаплири: Қазақстандики йәттә губернияниң бәши ачарчилиққа учриди. 1921-жили язлиғи ҚазақАКСЖ МК ниң Декрети билән Урал, Оренбург, Ақтөбә, Бөкей, Қостанай губерниялири ачарчилиқ наһийәлиригә ятқузулди. Ачарчилиққа һәр қандақ ағриқлар қошулди. Бир мунчә аһалилиқ наһийәләрдә жуттин малниң 80% қирилди. Ачарчилиқниң шәрқий-шималий вилайәтлиригә тарқилишиға пәқәт тәбиий апәтләрла әмәс бәлки, мәркәздин әвәтилгән отрядларниң хәлиқниң озуқ түлигини күч билән тартип елишиму сәвәп болди. Ақмола, Шәмәй губерниялиридин 4 млн путтин ошуқ ашлиқ вә 24,5 миң пут май жиғип елинди. Жиғип елинған гөш, ашлиқ, май мәһсулатлири алди билән Москва, Петроград, Самара, Казань, Саратовқа әвәтилди. 1922-жилниң июнида Шәрқий Қазақстанда ачарчилиққа учриғанлар билән ағриқларниң умумий сани 82%- ғичә йәтти. Республика хәлқиниң 1/3 бөлигини ачарчилиқ басти. Ачарчилиққа учриғанларниң сани 1921-жилниң ноябрь ейида 1 млн. 508 миң болса, 1922- жилниң март ейида 2 млн. 303 200 адәм болди. Ачарчилиқтин туташ авуллар қирилип, хәлиқниң сани азайди, 700 миңдин ошуқ адәм Қазақстанниң сиртқи аймақлириға көчүп кәтти.
1930-1932-жиллардики ачарчилиқниң зәрдаплири:
1) колхоз -87 % мелидин айрилди 1929-жили -40,5 млн. мал болса,
шәхслик -51,8 % 1933-жили -4,5 млн. мал қалди.
2) 1 млн-ға йеқин адам - башқа яққа көчүп кәтти, 600 миңи қайтип кәлмиди, бу әһвални тарихта «қызылтабан шұбырынды» дәп баһалайду.
3)Халиқ сани: демограф М.Тәтимов бойичә 1931-жили 5 450 миң қазақ болған, униң 2,3 млн. қирилди, тарихчи Т.Омарбековниң ейтишичә, 1931-жили 4 836 миң қазақ болса, униң 2,230 миңи ачарчилиқ қурванлири болди. Ахирқи вақитларда демографларниң тәбиий өсүмни инавәткә елип олтирип ясиған һесавати бойичә 1930-жили қазақларниң сани 3845,4 миң адәм. Ачарчилиқ қурвани болған адәмләрниң сани - 1 млн 798,4 миң адәм. Шу дәвирдики қазақ хәлқиниң 46,8% -ни тәшкил қилди. Әнди хәлиқ егилигини һесаплаш башқармисиниң кәлтүрүши бойичә 1930-жили Қазақстан турғунлириниң сани 5873 миң болған, 1934-жили 2681,9 миң адамни қурди. Қазақлар өзлириниң тарихий Вәтининиң узақ жилларға аз санини тәшкил қилди, санлиқ мөлчәри бойичә 1926-жилдики дәрижисигә пәқәт 1966-жили йәтти, 40 жилдин кейин әксигә кәлтүрәлиди. Бу вақиә қазақ хәлқи үчүн «улуқ жут»(«ұлы жұт») дәп аталди.


Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4   5   6   7   8   9   10   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет