Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Қарқарали петициясиниң хәлиқ көтирилишидики ролини ениқлаң



бет6/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   2   3   4   5   6   7   8   9   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2.Қарқарали петициясиниң хәлиқ көтирилишидики ролини ениқлаң.
Хәлиқни қириғинға учритидиған көтирилиш охшаш қураллиқ услуб өзини ақлимиди. Миллий мүмкинчиликләрни умумий мәхсәтләргә қариталайдиған , йеңи күрәш түрлирини дурус пайдилинидиған ижтимаий күч-миллий зиялилар еди. Улар ХХ ә бешида йәни күрәш услублирини миллий имканийәтләрни қоғдаш турғусидин маарип ишини алға сүрүп, гезит-журнал , китап бесип чиқиришни қолға алди. ХХ ә бешидин 1902-жили течлиқ күрәш услублири ретидә тәләп –тиләклирини язмичә әризә қилиш түридә тәләп қилиш –петиция услубини қоллинишқа башлиди. 1905-жили Шәмәй вилайити, Қарқарали уезидики Қоянды йәрмәнкисидә атақлиқ Қарқаралы петицияси вужутқа кәлди. Уни Ә.Бөкейханов, М.Дулатов, А. Байтурсунов, Ж.Ақпаев охшаш зиялилар 42 адәм уюштурди. Униңға 14,5 миң адәм қол қойди. Бу әриз –тиләктә шу тарихий вақиттики қазақ азатлиқ һәрикитиниң алдида турған асасий вәзипилири программилиқ 11 пункт дәрижисидә баян қилинди. Йәр мәсилиси, хәлқиниң билим елиш мүмкинчилиги, диний әркинлиги, һакимийәтлик башқуруш ишини қайта қараш, мәркизий аппарат чиновниклирини қисқартиш, сот ишини қазақ тилида жүргүзүшни қануний түрдә бәкитиш, аһалини көчириш сәяситини тохтитиш, Дөләт Думмисиға қазақ депутатлирини сайлашқа қатнаштуруш в.б. һаятий мәсилиләр қоюлди. Қарқаралы пентицияси ХХ әсир бешидики Қазақстанниң сәясий һаятидики әң муһим дәвирләрниң бири болди. Қаркарали петтициясидә қазақ жәмийитиниң һаятидики әң муһим мәсилиләр толуқ түрдә баян қилинди. Қазақ хәлқиниң аң-сәвийәсиниң ойғинип, күчийишигә башлиғинини көрсәтти. Буниң өзи хәлиқниң өз һоқуқлирини қоғдашқа қабилийәтлик екәнлигини көрсәтти.
3.Түрк хақанлиғиниң территориясини карта бойичә бәлгүләң.
Хақанлиқниң йери Оттура Азияниң Шәрқий –Жәнубида Шаш (Ташкәнт) шәһиридин Шәрқий Түркстандики Бәшбалиқ, Турпан шәһәрлиригичә болған арилиқни өз ичигә алиду. Мәркизи Суяб шәһири болди.
Хәлиқниң тәркивини түркий тиллиқ кәбилиләр тәшкил қилди. Түргәшләр тоғрилиқ дәсләпки мәлуматлар «Күлтегин» ядикарлиқлирида вә Хитай язма мәнбәлиридә учришиду. Түргәш қәбилиләр VI әсирдә Чу, Или дәриялири арилиғидики йәрләрни маканлиди вә Йәттисудики карван йоллириниң көпчилиги шуларниң назаритидә болди.


Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4   5   6   7   8   9   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет