|
Тарихий хәритә билән ишни баһалаш критерийлири
|
бет | 5/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ralТарихий хәритә билән ишни баһалаш критерийлири
хәритини оқуш қаидилиригә риайә қилиш
географиялик йөнүлүшләрни ениқ атап бериш вә уни хәритидин көрситиш
хәритидики шәртлик әхбаратни мәтингә айландуруш маһарити
үч қисимлиқ жавап қаидилиригә риайә қилиш үчүн мавзу, вақит вә шәртлик бәлгүләрни пайдлинишни билиш (киришмә (мавзу, тәсвир вақти) – асасий (хәритә бойичә әхбаратни тәсвирләш,хәритә бойичә берилгән соалға жавап бериш) – нәтижә)
нутуқ саватлиғи
1- Билет
1. Сақларниң мустәқиллик үчүн күриши.
2. «Қарқарали петициясиниң» хәлиқ көтирилишидики роли.
3. Түркәш хақанлиғиниң территориясини карта бойичә бәлгүләң.
Жавави:
1. Сақларниң мустәқиллик үчүн күриши.б.з.б 560-жили сақ йеригә Кир башлиған парис әскәрлири бесип кирди. Бу вақитта сақларниң башқурғучиси Томирис болди. Кир әскәрлири билән Сирдәрияғичә келип, өз әлчилирини Томирисқа әвәтти. Бирақ Томирис аял болсиму , дүшмән чапқунчилиғидин қорқмиди дәп Рим тарихчиси Помпей Трог язди. Сақ падишаси Томирис келишим шәрт қуруштин баш тартти. Парис падишаси Кир сақларниң йеригә бесип кириду. Геродотниң ейтишичә, бешида әскәрләр ок-я билән етишиду. Ок-я оқи пүткәндин кейин йәкму-йәккә чиқип, қилич вә нәйзә билән уришиду. Нәтижисидә массагетлар йеңип чиқиду. Парис әскәрлириниң көпи қирилип, Кир өлтүрилиду. Кир вапат болуп, 11 жил өткәндин кейин б.з.б 519-жили парислар қайтидин жәңгә чиқиду. Бу жәңни Дарий падиша башқуриду. Мән әскәрлирим билән сақ йеригә жәңгә атландим дегән Дарийниң сөзлири Бехистун язмилирида ейтилған. Сақларни Скунха башқурди. Скунха урушта йеңилип, парис әскәрлири Сирдәриядин өтиду. Бу жәңдә Ширақ дегән әскәрниң арқисида сақлар өзлиринң мустәқиллигини сақлап қалди. Шундақ болсиму урушта сақларниң бираз йери парисларниң қол астида қалди. Улар селиқ төләп, парислар билән бирикип урушқа өз әскәрлирини әвәтип турди. Мәсилән: б.з.б 490-жили Марафон жеңидә парис әскириниң тәркивидә грекларға қарши сақ әскәрлири билән қошулуп, Египеттики , Грециядики урушларға қатнашти.
Б.з.б 4 әсирдә греклар сақ йәрлиригә ховуп туғдурди. Александр Македонский башлиған грек әскәрлири Оттура Азияға бесип кирип , Сирдәрия бойиға қарап атлиниду. «Йеңилмәс әскәр» дәп атилип кәлгән Александрға сақ қәбилилири қарши туруп, уларниң алға қарап меңишиға тосалғулуқ қилған. Грек –македон басқунчилириға қарши күрәшни Спидамен атлиқ сақ башқурди. У македон әскиригә қарши 3 жил партизан урушини жүргүзди. Қедимий грек тарихчиси Арриан қолбашчи Александр Македонскийниң Сирдәриядин үзүп өтүп, сақларға қандақ һужум қилғанлиғи тоғрилиқ язиду. Бу һужумда грек әскәрлиригә ховуп туғулуп улар қирғинға учрашқа башлиди. Күнниң иссиқлиғи, сақларниң кәйни-кәйнидин убданла мәңдитип қойди. Нәтижидә Александр Македонскийниң Сирдәрияниң у тәрипини маканлиған сақ кәбилилирини беқиндуруш үчүн ясиған жүрүшлири утуқсиз аяқлашти. Сақлар униң шәриктә маңидиған йолини тосап ташлиди.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|