Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


«Алаш» вә «Үш жүз» партиялириниң мәхситидики алаһидиликләр



бет9/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   5   6   7   8   9   10   11   12   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2. «Алаш» вә «Үш жүз» партиялириниң мәхситидики алаһидиликләр.
«Алаш » партияси 1917-жили 21-26-июльда Оренбург шәһиридә I Пүткүлқазақ сьезида қурулди. Партия 1917-жили 5-октябрьда «Алаш» дәп аталди. «Алаш » партиясиниң вилайәтлик шөбһилири октябрь ейида қурулди. Партия программисиниң лаһийәси 1917-жили 21- ноябрьда «Қазақ» гезитидә йоруқ көрди. Йетәкчиси: Ә.Бөкейханов болуп партияни қурушқа А. Байтурсунов, М.Дулатов в.б. алаш зиялилири қатнашти. Программа 10 пункттин турди. (дөләт түзүми, йәрлик әркинлиги, асасий қанун, дин ишлири, сот вә башқуруш, әлни қоғдаш, селиқ, илим вә билим, йәр мәсилиси).
«Үш жүз» партияси 1917-жили ноябрь ейида Омба шәһиридә қурулди. Рәиси Муқан Әйткенов , Мәркизий Комитет тәркивигә Көлбей Тоғысов, Ысқақ Қабенов кирди. «Үш жүзниң» программилиқ тезислири жиғинчақ болмиди. Униңға әмгәкчиләрниң тәләплирини етиварға алидиған пунктлар: қазақ деханлириға йәр бериш, олтурушлуқ һаят кәчүрүш, мәктәп ечиш, йәрлик аһалиниң саватини ечиш, в.б. киргүзүлди. Буниңға қошумчә «Үш жүз» қанунларни, һоқуқ билән шәриәтни асасқа алған һалда түзүшни тәклип қилди. Уларниң пикири бойичә Қуръанниң еғир пунктлирини елип ташлап, униң нека вә аилигә бағлиқ мәсилилирини қалдуруш керәк.
К.Тоғысовниң башчилиққа келиши билән «Үш жүз» партиясиниң сәясий йөнилиши өзгәрди. Партия ахирқи бурулуш ясиди. Кеңәш һөкүмитигә ишәнчә билдүрди.
Айримчилиқлири:
«Алаш» партиясиниң характеристикиси –хәлиқчил партия улар қазақ хәлқини һеч қандақ топқа киргүзмәй ,биртуташ милләт мәнпийитини көзлиди. «Үш жүз» партиясиниң характеристикиси –социалистик партия , улар әмгәкчи хәлиқниң мәнпийитини билдүрүп, кеңәш һөкүмитини қоллиди. Ижтимаий тәркиви-Омбиниң гадайлирини, һүнәрвәнлирини, бағвәнлирини өз ичигә алди.
«Алаш» партиясиниң мәхсити –мустәқил , эволюциялик йол билән тәрәққий етидиған, миллий мәмликәт қуруш. «Үш жүз» партиясиниң мәхсити-түркий тиллиқ хәлиқләрниң бир туташ автономиясини, йәни Түркистан Федерациясини қурушни тәклип қилди. Алаш автономиясини –«контрреволюциялик автономия » дәп һесаплиди.
«Алаш» партиясиниң нәшрий органи –«Қазақ » гезити болди. «Үш жүз» партиясиниң нәшрий органи - «Үш жүз» гезити 1917-жили декабрьдин башлап Петропавл шәһиридә чиқишқа башлиди.
1918-жилдин башлап Кеңәш һөкүмитиниң платформисиға мәккәм турған «Үш жүз» партияси «Алашқа» қарши актив күрәш жүргүзди.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   5   6   7   8   9   10   11   12   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет