|
-жилқи қаидә бойичә қазақ йеридә қурулған генерал-губернаторлиқ вә униң тәркивигә киргән вилайәтләрни хәритә бойичә бәлгүләң
|
бет | 10/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ral3. 1891-жилқи қаидә бойичә қазақ йеридә қурулған генерал-губернаторлиқ вә униң тәркивигә киргән вилайәтләрни хәритә бойичә бәлгүләң. 1891-жили 25- мартта Ақмола , Шәмәй , Йәттису, Урал вә Торғай виләйәтлирини башқуруш тоғрилиқ қаидиләр бәкитилди. Бу заң бойичә Қазақстанни өлкилик һакимийәт тәрипидин башқуруш системисиға бир қатар өзгиришләр киргүзүлди. 1891- жили 25-мартта қобул қилинған «Қаидигә » бағлиқ Ақмола , Торғай вилайәтлири төрт уездин қурулди. Ақмола , Шәмәй вә Йәттису вилайәтлири Дала генерал –губернаторлиғиниң тәркивигә кирди. Үч вилайәтниң (уларниң өз алдиға болған мәркәзлирини һесапқа алмиғанда ) асасий һакимийәт мәркизи Омба шәһири болди. Бу өзгиришләр мәркәздин башқуруш системиисини күчәйтип, генерал –губернаторларға чәксиз башқуруш бийлигини бәрди. Қазақстандики вилайәтлик башқуруш, Россия мәркизиниң губерниялиқ башқармилириға тәңләштүрүлди. Йәттисувә Урал вилайәтлик һәрбий губерноторлири, шуниң билән бир қатарда мошу жайлардики қазақ әскәрлириниң атамани болуп һесапланди.
4-билет
1. Кенесари Қасим оғлиниң биртуташ қазақ дөләтчилигиниң шәкиллинишидики роли.
2. Хитай сәясәтчиси Чжан Цянь вә Чоқан Вәлихановниң сәпәрлириниң алаһидиликлирини селиштуруң.
3. Қазақстан территориясидики неолит дәвриниң турақлирини хәритә бойичә көрситиң.
Жаваплири:
Кенесары Қасим оғли үч жүзниң бешини қошуп, Россия империясигә қарши турди. У қазақ йеридики биртуташлиқни сақлап қелишқа тиришти. 1841 –жилниң сентябрь ейида үч жүзниң вәкиллири баш қошқан жиғинда Кенесары Қасим оғли хан болуп сайланди. Миллий азатлиқ күрәшни утумлуқ жүргүзүш үчүн Кенесары хан бир мәркәздин башқуридиған дөләт қурди. Уни ханниң өзи башқурди. Кенесары хан кеңишиниң тәркиви өзигә мүмкин қәдәр адил хизмәт қилидиған батур, бий, султан вә йеқин туққанлиридин тәркип тапти. Кенесари ханлиқни өзиниң ишәшлик адәмлири – ясавуллар арқилиқ башқурди. Ясавуллар сот иши, егилик мәсилилири, дипломатиялик ишлар, селиқ жиғиш вә һәрбий ишлар билән шуғулланди. Ясавуллар шуниң билән биллә мәркизий һакимийәт һөкүмранлиғи бәргән көрсәтмиләрниң пухта орунлинишини, мал яйлақлириниң тоғра тәхсим қилинип, қолайлиқ пайдилинишини башқуруп турди, хәлиқниң көңүл-кәйпиятиниму назарәт қилди. Хан һөкүмранлиғи паалийитиниң ижабий нәтижилири сүпитидә униң қол астидики хәлиқ арисида келишмәсликләр билән булап-талашлар йоқитилди.
-Ханниң селиқ вә сода-сетиқ сәясити. Кенесари әң алди билән селиқ төләшниң тәртивини рәткә кәлтүрди. Мал баққучилар – закат, әнди деханлар – һошур төләйдиған болди. Падиша әскәрлири билән урушни техиму давамлаштуруш қошумчә маддий вә маалийәвий чиқимларни тәләп қилди. Шуңлашқа селиқниңму қошумчә түри киргүзүлди: хәлиқтин кийим-кечәк, қурал-ярақ, ат жабдуқлирини жиғиш қолға елинди. Селиқ жиғишта хәлиқниң турмуши алаһидә етиварға елинди. Мели қириқ баштин ашмайдиғанлар селиқтин бошитилди. 40тин 100 башқичә мели барлар бир малдин, әнди 100 баштин артуқ мелиниң һәрбир 40 бешиға бир малдин төләп туридиған болуп бәлгүләнди.
Қураллиқ күчләрниң қурулуши. Кенесари 20 миң әскәрдин туридиған вә жәңгивар қабилийәткә егә әскәр қуруш имканийитигә егә болди. Кенесариниң әскири йүзлүк вә миңлиқларға бөлүнди. Батурлуғи билән алаһидә көзгә чүшкән әскәрләрниң қатаридин йүзбешиләр билән миңбешиләр сайланди. Кенесары мәргәнләрни таллап, мәргәнбеши башқуридиған алаһидә топ тәшкил қилди. Рус армиясиниң үлгиси бойичә хан өз әскәрлиригә мәхсус пәриқлинидиған бәлгүләрни киргүзди.
Хан әскәрлиридин уруш тактикиси вә һәрбий сәнъәтниң усуллирини өзләштүрүшни тәләп қилди. Қозғилаңчиларни һәрбий сәнъәткә үгитиш билән рус, татар вә башқуртларниң илгири рус армиясидә хизмәт қилған тәжрибилик солдатлири шуғулланди. Хан армиядә жиддий тәртип орнитишни билди. Мәсилән, сатқунлуқ қилған яки һәрбий новәтчиликтә ухлап қалған әскәрләр өлүм жазасиға кесилди. Һәрбий тәртипни бузғанлар қаттиқ жазаланди, қурал-ярақлар мәхсус қоймиларда сақланди.
Кенесари чарлиғучиларниң хизмитиниму утумлуқ пайдиланди. Улар қозғилаң рәһбәрлиригә падиша әскәрлириниң қачан вә қәйәрдә жүриватқанлиғини алдин-ала хәвәрләп турди. Кенесари әскәрлириниң арқа сепиму йолға қоюлди. У қозғилаңчиларни озуқ-түлүк вә йәм-чөп билән тәминләп түрди.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|