Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт



бет1/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
  1   2   3   4   5   6   7   8   9   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral





Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма
Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт
Мәхсити: оқуғучиниң билим балдиғиға мувапиқ дөләтлик умумға бирдәк стандартта қараштурулған оқуш пәниниң көләмини өзләштүрүш дәрижисини ениқлаш.
Көрситилгән мәхсәткә мувапиқ баһалашниң төвәндики вәзипилири йешилиши шәрт:

  • Қазақстан тарихи бойичә дөләтлик стандартта вә оқутуш программилириға мувапиқ билимини ениқлаш;

  • Қазақстан тарихидин тарихий чүшәнчиләрни өзләштүрүш дәрижисини ениқлаш;

  • тарихий фактларни тәһлил қилиш вә тарихий вақиәләрниң сәвәплирини,нәтижилирини, тарихий әһмийитини баһалашни билиш маһаритиниң шәкиллиниш дәрижисини ениқлаш;

  • оқуп үгәнгән дәвирләрниң тарихий вақиәлирини, тарихий шәхсләрниң хизмитини, сәясий әрбаплар, илим вә мәдәнийәткә әмгәк сиңәргән адәмләр паалийитини селиштурма тәһлил қилиш маһаритини баһалаш;

  • тарихий мәтинләр, мәнбәләр, хәритиләр билән ишләш маһаритини өлчәш;

  • алған билимини әмәлиятта қоллинишни билиш, уни рәтлик, аргументлар билән баянлаш маһаритини баһалаш;

  • пән ара бағлинишни орнитиш, натонуш әһвалларда алған билимини ижадий пайдилинишни билиш маһаритини ениқлаш.

Тапшурмиларниң қурулуми вә мәзмуни


1-соал – пән бойичә билими
2-соал – пән бойичә маһарити
3-соал – пән бойичә алған адәтлирини қоллиниши

Билим-оқуғучиниң пән бойичә алған нәзәрийәвий билиминиң жиғиндиси. Билим умумий нәзәрийәвий жиғиндидин (нәзәрийә, қанунийәт, хуласә) чүшүнүш, әстә сақлаш вә илимниң асасий фактлирини қоллиниш маһарити сүпитидә ениқлиниду. Билим билән маһарәт зич бағлинишлиқ. Маһарәт – алған билимини пайдилиниш йоллирини (усуллирини) билиши. Билим билән маһарәт төвәндики тарихий концептларни егиләштин көрүниду:



  • өзгириш вә савақдашлиқ

  • шәрт вә шараитлири

  • дәлил

  • охшашлиғи вә айримчилиғи

  • әһмийити вә маһийити

  • интерпретация

Канцептлар асасида оқуғучи тонуп билиш категориясини вә мәтин, мәнбәләр, хәритиләр, жәдвал, кәштиләр, иллюстрацияләр билән ишләш билән ишләш маһаритини көрситәлиши керәк.
Тонуп билиш саһасидики билим вә маһарәткә билим, чүшиниш,тәнқидий ойлаш кириду.
I. Билим
Бу категория оқуғанни әстә сақлаш вә йеңилашни билдүриду— фактларни вә нәзәрийәләрни.
Оқуғучиларниң паалийити: термин сөзләрни, фактларни, асасий вақиәләрни, алаһидиликләр билән принципларни әскә сақлаш.
II. Чүшүнүш
Чүшинишниң көрсәткүчилири-материалниң бир көрүништики формисини иккинчи бир формиға өзгәртиш, материалниң интерпретацияси вә тарихий вақиә билән һадисиниң давамини интерпретацияләшни билдүриду.
Оқуғучиларниң ениқ паалийити:
- фактларни,жәриянларни, принципларни чүшәндүрүш;
- графикилиқ материалларни сөз формисиға алмаштуруш;
- мәлуматлардин ақивәтлирини молжалашни билиш.
III. Қоллиниш
Бу категория өзләштүргән материални йеңи жағдай вә әһвалларда қоллиниш маһаритини көрситиду.
Оқуғучиниң паалийити:
- қанун вә теорияләрни һәр хил әһвалларда пайдилинишни билиш;
- йеңи жағдайларда чүшәнчә вә принципларни пайдилинишни билиш.
IV. Тәһлил
Бу категория, мәтин, мәнбә, графикилиқ әхбаратларни тәһлил қилишни билишни көздә тутиду; қурулумини ениқ көрситидиған тәркивий қисимларға материални парчилаш.
Оқуғучиларниң ениқ паалийити:
- пүтиндин бөлүкни ажритиду;
- улар арисидики мунасивәтни ениқлайду;
- пүтүнләш принциплирин ениқлайду;
- пикирдики хаталиқлар билән камчилиқларни көриду;
- фактлар билән ақивәт арисидики айримичилиқни ениқлайду;
- көрсәткүчләрниң әһмийитини баһалайду.
V. Синтез
Бу категория йеңилиққа егә пүтүнлүкни һасил қилиш үчүн элементларни комбинацияләшни билдүриду.
Оқуғучиларниң ениқ паалийити:
- графикилиқ материал,аргумент, гипотиза түзүш;
- алгоритм,схема, кәштә яки синхронлиқ жәдвал түзүш.

VI. Баһа


У яки бу материални баһалашни билиш маһарити.


Оқуғучиниң ениқ паалийити:
- материалдики хуласиләшни баһалаш;
- у яки бу паалийәтниң нәтижилирини баһалашни билиш.




Достарыңызбен бөлісу:
  1   2   3   4   5   6   7   8   9   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет