Жавави:
Биринчи дүния йүзлүк уруш дәвридики Қазақстан.
Биринчи дуния йүзлүк урушикки һәрбий-сәясий топларға бириккән дөләтләрниң ихтисадий вә жәмийәтлик әһвалини қийинлаштурупла қоймай, шуниң билән биргә чәттә ятқан Қазақстанниңму риважлинишиға өз тәсирини йәткүзди. Әң алди билән егилик алаһидиликлиригә қарап өлкиниң мәйданни вә дөләтни хамәшия, озуқ-түлүк билән тәминләштики роли күчәйди. 1914-1916-жилларниң арисида пәқәт Түркстан өлкисидин 2 089 миң тонна пахта, йәтмиш миң жилқа, он үч миңға йеқин төгә, он төрт миңға йеқин кигиз өй елинған. Урушниң дәсләпки жиллири пәқәт Йәттису өлкисидинла мәйдан муһтажлиғиға әвәтилгән мал вә мал егилик мәһчулатиниң хуни оттуз төрт миллион сомға йәтти.
Урушниң еғир зәрдаплириниң бир көрүнүши – түтүн селиғиниң көпийиши. 1914-жили қазақлардин елинидиған мошу ижтимаий еғирчилиқларниң мөлчәри 600 миң болса, 1917-жилға қәдәр 1 миллион 200 сомға өсти.
Урушниң еғир зәрдаплири билән еғирчилиқлири егиликниң һәр бир саһасида ениқ байқалди. Асасән тағ кан ишләп чиқириш саһасида, Қазақстанниң мәркизий вилайәтлиридики көмүр, ғәриптә нефть ишләп чиқириш боһранға учуриди. Емба (Жем) ихтисадий өлкисидә нефть ишләп чиқириш урушниң биринчи жилиниң өзидә 265 560 тоннадан 1915-жили 80 миң тоннағичә йәтти.
Әскә чүшүридиған йәнә бир әһвал, урушниң қанлиқ жәңлири миңлиған адәмләрни ялмап, аз болсиму ишләп чиқириш кәспи бар, униңсизму аз кәсип егилириниң мәйданға атлинишини һажәт қилди. Бу әһвал риважилинип келиватқан ишләп чиқириш орунлирида ишчилар үлүшиниң төвәнлишигә елип кәлди.
Мошундақ ихтисаттики шундақла жәмийәттики боһран ижтимаий боһранниму чоңқурлатти.
Һунлар билән моңғолларниң жәмийәтлик қурулуши вә уруш сәнъитидики умумий бәлгүлүри.
Икки дөләткә умумий бәлгүләр:
Иккиләси мәмурий бөлүнүш системиси бойичә 3 һәрбий аймаққа бөлүнгән. Улар: Оң қанат, Соң қанат вә Мәркизий қанат. Әскәрлири түмәнләргә бөлүнүп, һәр түмәндә 10 миң атлиқ әскәрдин болди. Һәр түмән миңлиқларға, йүзлүкләргә, онлуқларға бөлүнди. Уруш вақтида таш елип думбақ чалатти, от ташлап өрт қоятти, уруш техникилирини қолланған. Иккилисиниң асасий динний ишәнч етиқатлири Тәңрилик дин, әрваларға етиқат қилиш болди. Иккилиси көчмән хәлиқ, бесип елиш сәяситини тутқан, һәрбий күч арқилиқ империягә айланған.
Шуниң билән қатар бу дөләтләрдә абройлуқ вә хәлиққә мәшһүр батурларниң болғини раст. Болмиса, қанчиму жәң вә урушларда батурлар арқисида йеңип чиққан.
Улуқ Ипәк йолиниң Қазақстан территорияси арқилиқ өткән тармақлирини вә уларниң бойида орунлашқан оттура әсирлик шәһәрләрни бәлгүләң. Улуқ Ипәк йолиниң оттура әсирлик шәһәрләрниң риважлинишиға тәсири.
Ипәк йолиниң беши Хитай йеридики Хуанхэ дәриясиниң вадилириин башлинип, Италияниң Рим империяси билән аяқлашти.
Йәттису йеридин Шәриққә чиқидиған Улуқ Ипәк йолиниң бир нәччә йөнүлүши болған.
1. Жәнубий-ғәрбий Йәттису: Тараз – Алмута – Челәк – Сүмбә- Яркәнт арқилиқ шәриққә чиқти.
2. Шималий-шәрқий тармақ: Алмута –Қапчиғай –Шеңгелди – Алтунәмәл- Дүнгене – Қойлуқ шәһәрлирини бесип өтүп, Алакөл йени билән Жоңғар дәрвазиси арқилиқХитайға чиқти.
3. Үчүнчи тармақ: Тараздан чиқип Сарқан йери арқилиқ – шималий-шәрқий Қазақстанға бәт алиду. Бу йол Қулан – Хантау – Балатопар- Айнабулақ бекәтләрни бесип өтти.
Жәнубий Қазақстан – Улуқ Ипәк йолиниң ғәрипкә чиқидиған дәрвазиси. Ипәк йоли Йәттису йери билән өтидиған тармиғи Таразда қийлишип, Испиджабқа келип тармақларға бөлүнди.
1. Жәнубий-ғәрбий йөнүлүш: Испиджаб- Шаш –Самарқәнд – Бухара шәһәрлири арқилиқ Ғәрипкә чиқиду.
2. Иккинчи йөнүлүш: Испиджаб–Чимкәнт –Отирар – Түркстан – Сауран – Сиғанақ –Баршынкент. Баршынкәнттин йол иккигә бөлүнди, биринчиси –Хорезмға маңди, иккинчиси – Жанкент –Арал деңизиниң- Каспий деңизиниң шималий-шәрқи арқилиқ ғәрипкә йол тутти.
Отирар – карван йоллири қийлашқан йәрдә орунлашқан шәһәр. Отирардин чиққан бир йол – Шалқарға, иккинчиси – Васидж шәһиригә барған. Васидждин чиққан йол –Сирниң бойи билән жуқарлап –Сүткент арқилиқ Чачқа, иккинчиси төвән қарап меңип – Жент шәһиригә йәткән.
Улуқ Ипәк йолиниң оттура әсирлик шәһәрләрниң риважлинишиға тәсири:
Қазақстан территориясидики шәһәр мәдәнийитиниң риважлинишиниң иккинчи дәври (ІХ-ХІІІ.ә.). Бу қетим –ислам билән Ипәк йоли бойи билән маңған сода-сетиқ асасий роль атқурди. Улуқ Ипәк йоли бойидики шәһәрләр қазақ хәлқиниң тәркивигә киргән түркий тиллиқ хәлиқләрниң олтурақлишишиға, турақлиқ макан-жай селип, орунлишишиға тәсир қилди.
Достарыңызбен бөлісу: |