|
Чағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң
|
бет | 55/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ralЧағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң.
Чағатай – Чиңғизханниң иккинчи балиси. униңғаЖәнубий вә Жәнубий-Шәрқий Қазақстан (Йәттису территорияси) вә Оттура Азия, Шәрқий Түркистан йәрлири берилгән. Улусниң мәркизи – Алмилиқ шәһири, Чағатайниң язлиқ пәйтахти Или дәрияси бойидики Қуяш дегән йәрдә болған.
30-Билет
Мислиқ таш дәвриниң алаһидиликлири.
Әбу Насир әл-Фарабиниң иккинчи устаз атилишиниң маһийити.
1920-1924-жиллири Қазақ АКСҖ-ң тәркивигә бириктүрүлгән Қазақ йәрлирини хәритидин көрситиң.
Җавави:
1. Мис- таш дәвриниң алаһидиликлири.
Энеолит сөзи – мис -таш дәври дегән мәнани билдүриду. Бирақ металл ташни қоллиништин пүтүнләй чиқиривәткини йоқ. Таш бу дәвирдиму әң асаслиқ қурал ясаш материали сүпитидә пайдилинилди. Мис таш дәври жәмийитидә икки жирик өзгириш йүз бәрди: әмгәк тәхсимати қелиплишип вә атилиқ уруқ орнашқа башлиди.
Әң иптидаий жирик жәмийәтлик әмгәк тәхсимати егиликниң деханчилиқ вә чарвичилиқ болуп бөлүнүши еди. Бирақ энеолитта деханчилиқ билән шуғуллинидиған қәбилиләр техи қелиплашмиди. Чүнки тесилик (кәтмәнлик) деханчилиқ адәмни озуқ-түлүк толуқ тәминләлмиди . Шуниң үчүн бу қәбилиләрниң мал чарвичилиғидин башқа йәнә овчилиқ вә белиқ олаш билән шуғуллинишиға тоғра кәлди. Мал чарвичилиғи билән мәшғул болған чарвиларниң көп қисми деханчилиқ билән шуғулланмиди. Мал чарвичилиғи деханчилиққа қариғанда көп үнүм-мәһсулат бәрди. Мис-таш дәвриниң ядикарлиқлири - Шималий Қазақстандики Ботай туралғуси, б.з.б. 3-2 миңжиллиқларни өз ичигә алиду. Бу туралғу 15 гектар йәрни елип ятиду. Туралғуни қезиш ишлирини жүргүзгән чағда 158 турғун өй тепилди. Өйләрниң тамлири жаниварларниң терилири билән қапланған, мәркизидә очақ орушлашқан. Қезилма ишлири нәтижисидә таштин ясалған әмгәк қураллири – нәйзиниң учлири, нәйзиләр, пичақлар, палтилар тепилди. Һайванатларниң сүйәклиридин ясалған жиңниләр, бегизләр вә лайдин ясалған буюмлар учрашқан. Атниң устиханлири наһайити көп тепилған. Ботайлиқлар атни қолға үгәткән. Энеолиттлиқ ядикарлиқлар Маңғыстав йеридиму учрашқан. Шебир макан жайи әтрапидиму таш вә лайдин ясалған әмгәк қураллири тепилған. Шебир туралғусини маканлиған адәмләр деңиз молюскилирини мончақ қилип тақиған. Шебирликләр асасән овчилиқ билән шуғулланған.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|