Абдурәһим Әйсаниң сирлиқ өлүми қалдуруп кәткән соаллар
Абдурəһим Әйса 1958-йили 1-айниң 17-күни кечидə Үрүмчиди
-
ки «Тəңритағ» меһманханисиниң 214-номурлуқ ятиқида сирлиқ бир
рəвиштə өлтүрүлгəндə, əтиси сəһəрдə қанға боялған җəсəтни тунҗи
болуп көргүчилəр ичидə Или қазақ аптоном областиниң башлиқи
Жағда Бабаликоф билəн Абдурəһим Әйсаниң баҗиси Рəфиқ Бай
-
чуринму бар иди. Әмма шу күндин етибарəн Абдурəһим Әйсаниң
ятақдиши Жағда Бабаликоф билəн баҗиси Рəфиқ Байчурин бу те
-
мида сөз қилиштин өзини қачуриду. Абдурəһим Әйсаниң мийитини
ююш җəрянида бəдинидики онлиған пичақ излири көргəн Ғулҗиди
-
ки уруқ-туғқанлириниң көңлигə қаттиқ гуман чүшкəн болсиму, ле
-
кин əйни вақиттики бесим түпəйлидин улар бу ишни ичигə ютушқа
мəҗбур болиду.
Шуниңдин кейин Абдурəһим Әйсаниң делосини билидиған нурғун
кадирлар, болупму или инқилаби җəрянида йетишип чиққан һəмдə
Уйғур аптоном райони қурулғанда йоқири дəриҗилик лавазимларда
болған уйғур сəрхиллириниң көпинчиси Совет Иттипақиға чиқип
кетиду. Абдурəһим Әйсаниң аяли Мунҗийə ханимму бала-чақилири
-
ни елип, Совет Иттипақиға чиқип кетиду вə Қазақистанниң Алмута
шəһиригə орунлишиду. Абдурəһим Әйсаниң бир туғқан қериндашли
-
риниң һəммиси дегүдəк 1962-йилидики май вəқəсиниң алди-кəйни
-
дə Совет Иттипақиға чиқип кетиду һəмдə Өзбекистан вə Қазақистан
җумһурийəтлиридə олтурақлишиду.
Абдурəһим Әйсаниң бир туғқан қериндашлири, болупму əң ки
-
чик иниси Мəруп Әйса Өзбекистан радийо-телевизийə идарисида
ишлəватқан йиллирида мəрһум акиси Абдурəһим Әйсаниң 1958-йили
-
дики сирлиқ өлүми вə буниң арқисидики сиясий сүйиқəстлəр һəққидə
издинишкə башлайду. 1980-йилларға кəлгəндə вəтəндин қазақистанға
көчүп чиққан Сабит Абдураһман уйғури Мəруп Әйса билəн бирликтə
154
Абдурəһим Әйсаниң делоси һəққидə йəниму илгирилигəн һалда из
-
диниду. Бу йилларда Советлəр Иттипақиниң Оттура Асия җумһурий
-
əтлиридə, болупму Қазақистанда көплигəн шаһитлар техи һаят иди.
Улар бу җəһəттə узун йиллиқ издиниш, шаһитларни из қоғалп зиярəт
қилиш, 1960-1962-йиллири вəтəндин Совет Иттипақиға қечип чиққан
уйғур сəрхиллириниң əслимилирини топлаш шундақла Абдурəһим
Әйсаниң биваситə уруқ-туғқанлиридин əһвал игилилəш нəтиҗисидə
Абдурəһим Әйсаниң сирлиқ өлүми һəққидики төвəндики 9 түрлүк гу
-
ман вə соалларни оттуриға ташлайду:
1
Биринчи, Абдурəһим Әйса кишилик характери күчлүк, мəйдани
мустəһкəм бир миллəтпəрвəр болуп, у 1940-йилларда икки қетим түр
-
мидə ятқан. У икки қетимлиқ түрмə һаятида еғир қийин-қистақларға
учриғандиму яшаштин вə ғайисидин ва кəчмигəн бир инсан. Шуңа
униң «өзини өлтүривелиши» мумкин əмəс.
Иккинчи, Абдурəһим Әйса «өзиниң җинайити түпəйли җазали
-
ништин қорқуп өзини өлтүривалған» дəгəн һөкүмниң асаси йоқ. Чүн
-
ки Абдурəһим Әйса һечқачан, һечйəрдə «җинайəт» өткүзгəнликини
етирап қилмиған. Өзидə «җинайəт» бар дəп қаримиған бир адəмниң
җазалиништин қорқуп «өзини өлтүривелиши» мəнтиқигə чүшмəйду.
Үчинчи, Абдурəһим Әйсаниң аяли вə қериндашлириниң гуваһ
-
лиқиға қариғанда, Абдурəһим Әйсаниң яшаш үмиди болғанки, өли
-
велиш нийити болмиған. У һəтта 1957-йилиниң ахири Үрүмчигə
йиғинға чақиртилғанда аяли ян қуралини еливелиш мəслиһəтини
бəргəндиму у алмиған.
Төтинчи, əйни вақитта Абдурəһим Әйса «өзини өлтүривалған»
пичақ һəққидə ривайəтлик һекайə тарқалған. Йəни Абдурəһим Әй
-
саниң қанға боялған каривитиға ташлап қоюлған пичақ əслидə Сəй
-
пидин Әзизи Финландийəгə зиярəткə барғанда фин президенти өз
имзасини чəктүрүп Сəйпидин Әзизигə совғат қилған пичақмиш. Бу
пичақни Сəйпидин Әзизи кейинчə җамаəт хəвпсизлики назаритиниң
назири Әнвəр Жакулинға совға қилғанмиш. Әнвəр Жакулиндин бу
пичақни Или қазақ аптоном областиниң башлиқи Жағда Бабаликоф
сорап алғанмиш. Җағда Бабаликоф болса бу пичақни Абдурəһим Әй
-
саға бəргəнмиш. Қизиқарлиқи шуки, əгəр Абдурəһим Әйсада «өзини
1
Мəруп Әйса, йоқириқи қолязма, 10-бəттин 20-бəткичə болған тəпсилат
-
ларға қараң
155
өлтүривелиш» нийити болған болса у өзиниң ян қуралини ишлəтмə
-
стин, немə үчүн башқилардин пичақ сорап алиду?
Бəшинчи, Абдурəһим Әйса «өзини өлтүривелиш» тин илгири йе
-
зип қалдурған «икки парчə мəктуби» ниң башқилар тəрипидин йе
-
зилған сахта хəт икəнликини өз вақтида униң аяли, қериндашлири
вə йеқин достлириниң һəммиси җəзимлəштүргəн иди. Бу хəтлəрниң
бири аяли Мунҗийəгə йезилған, йенə бири Уйғур аптоном райони
-
ниң муавин рəиси Муһəммəтимин Иминофқа йезилған болуп, əйни
вақитта хəтни көргүчилəрниң һəммиси хəт услубиниң Абдурəһим
Әйсаниң пучуркисиға охшимайдиғанлиқини, униң үстигə икки парчə
хəткə қоюлған «Абдурəһим Әйса» дегəн имзаниң икки хил имлада,
йəни биринчи парчə хəткə йеңи имлада, иккинчи парчə хəткə кона
имлада имза қоюлғанлиқиға алаһидə диққəт қилған. Кейин бу хəтлəр
Алмутада Абдурəһим Әйсаниң аяли Мунҗийə ханимниң өйидин сир
-
лиқ рəвиштə ғайиб болған.
Алтинчи, 1958-йили 1-айниң 17-күни кечидə Абдурəһим Әйсаниң
«өзини өлтүривалған»лиқи мəлум болуп, əтиси нəқ мəйданни көргəн
кишилəрниң һəммиси бирдəк кейинчə бу вəқə һəққидə еғиз ечиштин
өзини қачуриду. Нəқ мəйданни көргəн Сəйпидин Әзизи, Жағда Ба
-
баликоф, Рəфиқ Байчурин вə башқилар бу һəқтə өмүрвайəт еғиз ач
-
майду. Ваң Енмав башчилиқидики Уйғур аптоном районлуқ партком
əтиси, йəни 1-айниң 18-күни чүштин кейин қанун дохтуриниң тиббий
тəкшүрүш испати болмиған бир əһвалда Абдурəһим Әйсани «өзи
-
ни өлтүривалған» дəп елан қилиду. Һəтта даирилəр бундақ зор өлүм
вəқəсини тəкшүрүш һəйитиму тəсис қилмайду. Бу делониниң тувиқи
əйни вақитта Ваң Енмавниң буйруқи билəн йепилиду.
Йəттинчи, мəйли тиббий саһəдикилəр болсун яки қанун дохтурли
-
ри болсун, өзини өлтүривалған адəмниң өзигə пəқəт бирла қетим пи
-
чақ сүрəлəйдиғанлиқини илгири сүриду. Һалбуки, Абдурəһим Әйса
-
ниң канай, қорсақ вə көкрəк қисмиға җəмий 10 қетим пичақ урулған.
Йəни канайға 3 қетим пичақ сүрүлгəн, қалған 7 пичақ көкрəк вə қор
-
сақ қисимлириға тиқилған.
Сəккизинчи, 1958-йили 1-айниң 18-күни сəһəрдə «Тəңритағ» меһ
-
манханисиниң 2-қəвəт 214-номурлуқ ятиқиниң ишикини бузуп кир
-
гəн кишилəрдин бəзилириниң кейин ашкарилишичə, шу чағда Аб
-
дурəһим Әйса каривитида йотқанға оринип, оңдисиға ятқан икəн.
Өзини өлтүривелиш үчүн өзигə қанчə пичақ тиққан, ағриқ азабида
156
қийнилип өливатқан бир адəм қандақ қилип йотқанни үстигə шунчə
рəтлик йепивалиду? Нəқ мəйданни көргүчилəрниң баянлириму хил
-
му-хил болуп, бəзилири пичақ Абдурəһим Әйсаниң йотқини ичидə
десə, йəнə бəзилəр пичақ кариваттин полға серилип чүшкəн икəн,
дейишкəн. Униң үстигə қара қиш туруқлуқ ятақниң деризиси очуқ
қалған.
Тоққузинчи, Мəруп Әйсаниң йезишичə, шу күнлəрдə Абдурəһим
Әйсани назарəт қилиш үчүн армийəдин кəсп алмишип җамаəт хə
-
впсизлики назаритидə ишлəватқан Әхмəт Әйсароп исимлик бир ха
-
дим бекитилгəн. Бу прочик пуқрачə кийинип, кечə-күндүз Абдурəһим
Әйсаниң əтрапидин нери кəтмигəн. Абдурəһим Әйсаниң сирлиқ өлү
-
мидин кейин Әхмəт Әйсароп көрүнмəс болуп кəткəн. Кейин мəлум
болушичə, у төмүрйол қурулушида ишлəватқан мəһбусларға назарəт
-
чи башлиқ қилип əвəтилгəн. Әҗəблинəрлики шуки, у шундин кейин
өйигə күндүздə əмəс, бəлки кечидə келип сəһəрдə кетидиған болуп
қалған. Аридин бирқанчə йил өткəндин кейин Әхмəт Әйсаропниң
Или вадисидики Көкдала районида өзини етивалғанлиқи һəққидə
хəвəр тарқалған.
Мəруп Әйса, Сабит Абдураһман Уйғури вə башқа зиялийлар тəри
-
пидин қəлəмгə елинип рəтлəнгəн əслимисиниң ахириқи бəтлиридə
Абдурəһим Әйса һəргизму «өзини өлтүривалған» əмəс, бəлки бу бир
мəйдан алдин пиланланған «сиясий сүйиқəст» дəп һөкүм чиқирилған.
Әслимидə бу сүйиқəстни Уйғур аптоном районлуқ парткомниң бирин
-
чи секритари Ваң Енмав пиланлиған, иҗра қилишни Уйғур аптоном
районлуқ җамəт хəвпсизлики назаритиниң назири Әнвəр Жакулинға
тапшурған. Аптоном районниң рəиси Сəйпидин Әзизи бу ишниң
тегини кейинчə билгəн болсиму, əмма сүкүт қилған. Ваң Енмавниң
пəрдə арқисида орунлаштуруши бойичə Абдурəһим Әйсаниң дости,
Шинҗаң иниститутиниң муавин мудири Исмаил Һевзуллайоп Үрүм
-
чидики «йəрлик миллəтчиликкə қарши күрəш» йиғинида Абдурəһим
Әйсаниң «җинайəтлири» ни паш қилидиған вə унинға қарши күрəш
кəйпиятини йоқири көтүридиған болған. Заһир Сəвданоп, Һəбибул
-
ла Мутəллип қатарлиқ кишилəрму Ваң Енмавниң көрсəтмиси бойичə
Абдурəһим Әйсани «əшəддий йəрлик миллəтчилик» бойичə əйиблəй
-
диған болған. Әмди Абдурəһим Әйсаниң баҗиси Рəфиқ Байчуринға
кəлсəк, униң бу делодики гуманлиқ тəрəплири көп болсиму, əмма уни
испатлайдиған пакитларни тепиш мумкинчилики болмайду. Мəзкур
157
əслимидə Абдурəһим Әйсаға көзəтчиликкə селинған сақчи хадими
Әхмəт Әйсаропниң Абдурəһим Әйсани җисманий җəһəттин йоқ қи
-
лиш вəзиписини үстигə алған бири болуш мумкинчиликидəк гуман
оттуриға қоюлиду.
1
Йоқириқи баянлар Мəруп Әйса қатарлиқ Абдурəһим Әйсаниң
бир туғқан қериндашлириниң əйни вақитта шаһит болғанлири, көр
-
гəн-билгəнлири вə мəзкур дело һəққидə узун йиллиқ издинишлири
җəрянида топлиған йип учлириға асасəн оттуриға ташлиған соаллири
вə гуманлиридур. Дəрвəқə, Абдурəһим Әйсаниң сирлиқ өлүми қал
-
дуруп кəткəн гуман вə соаллар һөҗҗəтлик дəлил-испатлар билəн дə
-
лиллиниши керəк. Әлвəттə, йоқирида оттуриға қоюлған соаллар вə
гуманларниң əң ахириқи җаваби қачанки Хитай компартийəси Уйғур
аптоном районлуқ комитети, җамаəт хəвпсизлики назарити, дөлəт хə
-
впсизлики назарити қатарлиқ орунларниң 1950-йилларниң ахирили
-
ридики «йəрлик миллəтчиликкə қарши һəрикəт» җəрянида чиқарған
«мутлəқ мəхпий» архип материяллири билəн һөҗҗəт-документлири
ашкара болған күни андин айдиңлишиду.
Достарыңызбен бөлісу: |